аллаһни пәйғәмбәрлиригә қилған вәдисигә хилаплиқ қилиду дәп ойлимиғин

аллаһ һәқиқәтән ғалибтур, (достлири үчүн дүшмәнлиридин) интиқам алғучидур.

1543444
аллаһни пәйғәмбәрлиригә қилған вәдисигә хилаплиқ қилиду дәп ойлимиғин

түркийә авази радийоси: ибраһим сүриси, 44 – 52 - айәтләр. (и муһәммәд!) кишиләрни (йәни куффарларни) азаб келидиған күн (йәни қийамәт күни) дин агаһландурғин, (бу күндә) залимлар: «пәрвәрдигаримиз! бизгә қисқиғина вақит мөһләт бәргин (йәни дунйаға қайтурғин), дәвитиңни қобул қилайли, пәйғәмбәрләргә әгишәйли» дәйду. (уларға) силәр илгири, биз һәргиз йоқалмаймиз, дәп қәсәм ичмигәнмидиңлар? (дейилиду)[44]. өзлиригә зулум қилғанларни (һалак қилғинимиздин кейин) силәр уларниң җайлирида турдуңлар (уларниң җайлиридин ибрәт алсаңларчу), уларни қандақ җазалиғанлиқимиз силәргә ениқ мәлум болди. силәргә нурғун мисалларни кәлтүрдуқ (йәни пәйғәмбәрләргә чинпүтмигәнләрниң әһвалини байан қилдуқ)[45]. улар һәқиқәтән (пәйғәмбәрләргә вә мөминләргә) микир ишләтти. уларниң микри тағни өрүвәткүдәк (чоң) болсиму, аллаһ уларниң микрини бәрбат қилиду[46]. аллаһни пәйғәмбәрлиригә қилған вәдисигә хилаплиқ қилиду дәп ойлимиғин, аллаһ һәқиқәтән ғалибтур, (достлири үчүн дүшмәнлиридин) интиқам алғучидур[47]. у күндә земинму башқа бир земинға, асманларму башқа бир асманларға айлиниду, улар (йәни пүтүн халайиқ қәбрилиридин чиқип) йеганә , қудрәтлик аллаһниң дәргаһида (йәни мәһшәргаһда) һазир болиду[48]. (и муһәммәд!) у күндә гунаһкарлар (йәни куффарлар) ни зәнҗирләр билән бир ـ биригә четилип бағланған һалда көрүсән[49]. уларниң көңлики қарамайдин болиду, от уларниң йүзлирини оривалиду[50]. аллаһ һәр кишиниң қилмишиға қарап шундақ җаза бериду, аллаһ әлвәттә тез һесаб алғучидур[51]. кишиләрниң агаһландурулуши, аллаһниң бир икәнликини билишлири, әқил игилириниң вәз ـ нәсиһәт елишлири үчүн, бу (қуран) тәблиғдур (йәни кишиләргә тәблиғ қилиш үчүн назил қилинди)[52].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر