аллаһ мөминләрни мустәһкәм иман билән дунйада вә ахирәттә мәһкәм турғузиду

аллаһ залимларни гумраһ қилиду, аллаһ халиғинини қилиду.

1535178
аллаһ мөминләрни мустәһкәм иман билән дунйада вә ахирәттә мәһкәм турғузиду

түркийә авази радийоси: ибраһим сүриси, 27 – 35 айәтләр. аллаһ мөминләрни мустәһкәм иман билән дунйада вә ахирәттә мәһкәм турғузиду. аллаһ залимларни гумраһ қилиду, аллаһ халиғинини қилиду[27]. аллаһниң бәргән немитигә куфрилиқ қилған вә өз қәвмини (аздуруш билән) һалакәт мәвқәсигә чүшүрүп қойғанларни көрмидиңму?[28]. (һалакәт мәвқәси) җәһәннәмдурки, улар җәһәннәмгә кириду, у немидегән йаман җай![29]. улар (кишиләрни) аллаһниң йолидин (йәни ислам динидин) аздуруш үчүн, аллаһқа нурғун бутларни шерик қиливалди. уларға: «(дунйаниң немәтлиридин) бәһримән болдуңлар, шүбһисизки, силәрниң баридиған җайиңлар дозахтур» дегин[30]. мөмин бәндилиримгә ейтқинки, улар намазни ада қилсун, алди ـ саттиму, достлуқму болмайдиған күн (йәни қийамәт күни) келиштин бурун, биз уларға бәргән мал ـ мүлүктин йошурун вә ашкара йосунда сәдиқә қилсун[31]. аллаһ асманларни вә земинни йаратти, булуттин йамғур йағдуруп бәрди, йамғур сүйи билән силәргә ризиқ қилип нурғун мевиләрни өстүрүп бәрди, аллаһ силәргә өз әмри бойичә деңизда қатнайдиған кемиләрни бойсундуруп бәрди, силәргә дәрйаларни бойсундуруп бәрди[32]. силәргә ай билән күнни тәртиплик дәвр қилип туридиған қилип бойсундуруп бәрди, силәргә кечә билән күндүзни бойсундуруп бәрди[33]. аллаһ силәргә сориған нәрсәңларниң һәммисини бәрди, силәр аллаһниң немәтлирини санап түгитәлмәйсиләр, капир адәм, шәк ـ шүбһисизки, зулум қилғучидур, (аллаһниң немәтлиригә) куфрилиқ қилғучидур[34]. өз вақтида ибраһим ейтти: «пәрвәрдигарим! бу җайни (йәни мәккини) тинч (җай) қилип бәргин, мени вә мениң әвладлиримни бутларға чоқунуштин йирақ қилғин[35].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر