конйа билән тонушушни халамсиз?

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/24

1216312
конйа билән тонушушни халамсиз?

конйа билән тонушушни халамсиз?

 

конйа билән тонушушни халамсиз?

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида силәргә конйани тонуштуримиз.

*** *** **** ****** *****

конйа ички анадолуға җайлашқан бир шәһәр шундақла түркийә тарихий вә күлтүри нуқтисидин әң муһим мәркәзләрдин бирси һесаблиниду. түрк вә ислам дунйасиниң атақлиқ мутәпәккүрлиридин мәвлана җәлалиддин руми билән бир гәвдилишип кәткән бу шәһәрниң тарихий өтмүши интайин узун болуп, районда олтурақ турмушниң миладидин илгирики 9000йилларда башланғанлиқи мәлум. шәһәр мәркизигә йеқин йәрдики чаталһөйүк, дунйа тарихида бүгүнгә қәдәр байқалған әң қәдимий вә әң тәрәққий қилған йеқинқи заман таш дәвриниң олтурақ мәркизи дәп қарилиду. чаталһөйүк йәнә, дунйа миқйасида тунҗи қетим йемәк күлтүри башланған, териқчилиқ қилинған, от ишлитилгән, олтурақ турмушкә өтүлгән вә вәһший һайваанларниң һуҗумиға қарши ортақ мудапиә мәркизи қурулған җайдур. 

конйада миладидин илгирики дәврләрдә һитиитлар, фиригләр, лидйалиқлар, парислар вә македонлар һөкүм сүргән иди. андин рим вә әрәб һакимийитигә өткән болуп, түркләр анадолуға кәлгәндин кейин сәлҗуқийлар дөлитиниң пайтәхти болған, андин османли империйәсиниң тәвәликигә айланған иди. 

конйа бүгүнки күндиму өз бағридики хил мәдинийәтниң мәһсулатлири болған өзгичә сәнәт әсәрлирини дунйаға намайан қилип кәлмәктә. конйада сиз миладидин илгирики 3500йиллири йасалған муқәддәс җайларниң қалдуқлирини учраталайсиз.  һәтта аналдолудики әң қәдимий хиристийан чиркавлири вә әң қәдимий монастирларниму йәнә мушу районда көргили болиду. 

сәлҗуқийлар дөлитиниң пайтәхти болған конйа өз нөвитидә йәнә, йепәк йоли үстидики муһим өткәл вә тиҗарәт мәркәзлириниңму бирси һесаблинитатти. ислам мәдәнийитигә тәвә йүзлигән йадикарлиқлар орун алған шундақла әйни чағдики атақлиқ ислам алимлири йетишкән дийардур конйа.  

конйа анадолу сәлҗуқийлар дөлитиниң султанлири, вәзирлири вә муһим тарихий затларниң мәқбириси, вәқип йадикарлиқлири, йасатқан җамәлири, мәдрисәлири биләнму алаһидә диққәтни тартиду. 13әсирниң әң муһим шаир, алим, диний мутәхәссиси вә мутәссәвуплардин бирси болған мәвланада җәлалиддин румиму конйада йашиған болуп, мәқбириси  йәнә мушу шәһәрдә сақланмақта.

мәвлана җәлалиддин руми вапат болғиниға қанчилиған әсирләр өткән болсиму, униң қарашлири бүгүнки күндиму дунйаниң нурғунлиған җайлирида оқулмақта вә қубул қилинмақта. әсәрлири онлиған тилға тәрҗимә қилинип кәң тарқалмақта. конйада мәвлана мәқбриси вә музийи дәл мушу нуқтидин толиму әһмийәтлик һесаблиниду. мәвланиниң дәргаһини өз ичигә алған музийида, дәрвишләрниң қоналғулири, самахана, шәбби арус көли вә мәсҗидини көргили болиду. музийида йәнә мәвлана вә мәвливиликкә аит әсәрләр қол йазма һалитидә көргәзмә қилинмақта. ләвһәләр, шамданлар вә музика үскүнилириму бар.

мәвлана музийида йәнә, мәхсус күтүбхана болуп, униңда шәлҗуқийлар, қараманоғуллири вә османли дөлитигә тәвә төт миңдин артуқ қол йазма әсәрләр бар. бу әсәрләр  електиронлуқ һалға кәлтүрүш үчүн мутәхәссиләр вә тәтқиқатларчиларниң хизмитигә сунулди. 

конйа җамиләр, мәдрисиләр вә үсти йепиқ базарлар шәһири дәпму билиниду. мәвлананиң қәлб дунйасида чоң өзгиришләрни пәйда қилған ислам алими шәмс тәбризи намиға селинған җами, ипликчи җами, шәрапәттин җами, шәйих сәдириддин конви җами, аллаиддин җами, әзизийә җами қатарлиқ бир - биридин муһим өзгичә тарихий әһмийәткә игә җамәләр  бар.

қаратай мәдрисәси, инҗә минарә мәдрисәси, сирҗали мәдрисәси, обрук бази, зазадин базири, памуқчу базири, саһибата күллийәси вә мәһмут паша күллийәси конйада сизни қанчилиған әсирлик тарих сәйлисигә чиқиридиған йадикарлиқлардур. 

конйада йавропаниң әң муһим тропик бәлвағ кепинәк бағчиси бар . тәхминән 8000 кивадират метирлиқ бу бағчида шәкилләндүрлгән тәбиий муһитта онлиған кепинәк түри вә тропик бәлвағ өсүмлүклири мәвҗут.

конйа йәнә, дәсләпки херистийанлиқ дәвриниң муһим мәркәзлиридин бирси һесаблиниду. анадолудки тунҗи чиркавлардин бирси болған вә 300йиллири йасалған айа әлена чиркави конйада сақланмақта.

конйа мана бу барлиқ алаһидиклири билән йилиға 3 милйондин көпрәк йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрни күтивалмақта. әгәр сизму конйаға барсиңиз, мәвлана күлтүр мәркизидә сама номурлирини көрүшни вә алаиддин чоқусини зийарәт қилишни унтумаң. конйаниң гөш ненини, бамйа сүйүқ ешини вә дохапка кавипини тетип бақмай түрүп һәргиз қайтмаң.   

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизда ризәни тонуштурүп оттуқ, тиңшиғиниңлар үчүн рәхмәт.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر