сәнтос вә летон шәһирини тонушни халамсиз?

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/13

1169293
сәнтос вә летон шәһирини тонушни халамсиз?

сәнтос вә летон шәһирини тонушни халамсиз?

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида силәргә сәнтос вә летон шәһирини тонуштуримиз.

 

сантос вә летон бир антик шәһәр болуп, тарихий миладидин илгирики 3000йилларғичә тутишиду. түркийәниң ақ деңиз районидики анталйа вә муғла вилайитигә җайлашқан бу шәһәрләр б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO» ниң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгән иди. 

сантосниң қәдимқий дәврдә ликйаниң әң чоң һакимийәт мәркизи вә пайтәхти болғанлиқи мәлум. миладидин илгирики 545йилида парисларниң һакимийити астиға өткәнгә қәдәр мустәқиллиқини давамлаштурған бу шәһәр шуниңдин тәхминән 100 йил кейин пүтүнләй көйүп кәткән иди. бу шәһәр кейин қайтидин бәрпа қилинған вә һәтта миладидин илгирики 2әсиридә ликйа бирликиниң пайтәхти елан қилинған иди.

сантос шуниңдин кейин рәт бойичә римларниң андин византийәликләрниң контироллуқи астиға өтти. 7әсирдики әрәбләрниң кеңийишигә қәдәр византийәниң һакимийити астида туруп кәлди.  шәһәрдә һакимийәт сүргән һәр бир мәдәнийәт тәрипидин йасалған биналарда ликйа әнәнилирини, һеленистик вә рим дәвриниң тәсирлирини көрүвалғили болиду. әтрапи сипил билән оралған бу шәһәрдики йадикарлиқларниң әң җәлп қиларлиқи һеленистик дәвригә тәвә тийатир мәйдани, хатирә мазарлиқлар вә ликйаниң таштин йасалған җәсәт сандуқлири үстики оймилар вә йазимилардин ибарәттур.

сантостин 4 келометир узақлиққа җайлашқан летон болса, қәдимқи дәврдә ликйаниң диний мәркизи болған иди. йеқинқи 30 йилдин буйан елип берилған қизип тәкшүрүшләр нәтиҗисидә оттуриға чиқирилған йадикарлиқларға асасланғанда, бу йәрдә тунҗи олтурақлишиш миладидин илгирики 7әсиргә тутишиду. антик шәһәр мәркизидә йанму йан 3 ибадәтхана болуп, артемис, аполлан вә лето ибадәтханилири дәп аталған. районда йәнә ликчә арамичә вә грекчә йезилған 3 тиллиқ йазмилар типилған болуп, булар ликйа тилиниң һәл қилинишида муһим рол ойниған. ибадәтханилардин йенида бир булақ вә әң қәдимий хиристийан чиркави бар. буниңдин башқа һеленистик дәвригә тәвә тийатир мәйданини чоқум зийарәт қилишқа әрзийду.

сантос вә летон мол архиологийәлик йадикарлиқири шундақла ликйа мәдәнийитиниң өзгичә алаһидилики нуқтисидинму дунйа мәдәнийәт мираслири арисида йуқири қиммәткә игә һесаблиниду. әгәр бу қәдимий шәһәрни көрүш үчүн районға барсиңиз «җарәтта» дейилидиған деңиз ташпақилириниң түркийәдики әң муһим көпийиш мәркәзлиридин бирси болған патара саһилида су үзишиңизни, кекова деңиз қолтуқидики соға чөкүп кәткән симана қәдимий шәһирини көришиңизни, «йошурун шәһәр» вадисида йүрүшкә чиқишиңизни, дәмрәдики ноел ата чиркавини зийарәт қилишиңизни вә мәнзириси аҗайип гүзәл қолтуқларда кемә сәйлиси қилшиңизни тәвсийә қилимиз. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر