дийарбакирни тонушни халамсиз?

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/12

1165113
дийарбакирни тонушни халамсиз?

дийарбакирни тонушни халамсиз?

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида силәргә дийарбакирни тонуштуримиз.

***** **** *****

дийарбакир түркийәниң шәрқий җәнубий анадолу райониға җайлашқан бир шәһәр. җуғрапийәлик орниниң муһимлиқидин тарих бойичә нурғунлиған мәдәнийәтләр бу дийарни макан тутқан иди. бу барлиқ мәдәнийәтләрниң излирини һазирму дийарбакирниң кочилири, йоллири, җамилири, чиркавлири вә көврүклиридә һес қилғили болиду. дийарбакирда өтмүш йоқалмастин гойа һаваси вә сойигә сеңип кәткәндәкла туйилиду.

дийарбакир һурриләрдин асурларғичә, парислардин римлиқларғичә, византийәликләрдин аббасийларғичә, сәлҗуқийлардин османлиларғичә җәмий 33 охшаш болмиған мәдәнийәткә йурт болған бир шәһәрдур. асийаниң мезопотамйаға ечилған ишики һесаблинидиған бу шәһәр тарихи бойичә һәр даим муһим сода мәркизи вә күлтүр көврүки болуп кәлгән. йепәк йолиға җайлашқанлиқидин шәрқниң әң қәдимий базарлири, бир биридин гүзәл көврүклири мушу йәрдә йасалған. дийабакир қәләси вә һәвсәл бағлири шәһәрдики әң муһим тарих вә күлтүр мираслири һесаблиниду.

дийар бакир қәләси гойа тарихқа доел елан қилғандәк, тарихидики барлиқ мәдәнийәтләрниң излирини өз қойниға алған болуп, дәврләрниң өтишигә әгишип, райондики күлтүр вә дәврниң еһтийаҗлириға бинаән шәкилләнгән бу қәлә, 7000 йиллиқ тарихқа игә һесаблиниду. бәш йерим келометир узунлуқтики сипиллириниң дәрвазилиридики йазмилар, нәқишләр вә көркәм мунарлирида онлиған мәдәнийәтниң излирини җанлиқ бир шәкилдә көргили болиду.  икки рәт шәкилдә 4 ана дәрвази билән сиртқа ечилидиған бу сипил сәддичин сиплидин қалсила дунйа бойичә әң узун сепил дәп билиниду.

*** *** ** ***** *****

хәвсән бағлири дийарбакир сипили билән диҗлә дәрйаси оттуриисға җайлашқан бир район болуп, миңлиған йилдин буйан тириқчилиқ орни сүпитидә ишлитилгән. мезопотамйаниң бәлки әң қәдимий ашлиқ амбири дәпму билиниду. диҗлә дәрйасиниң сойиниң азийиши билән оттура чиққан бу мунбәт земинда антик дәврләрдә асасән дегүдәүк ашлиқ терилған, андин «ғайәт чоңлуқи кәптәр оғути ишлитилгәнлидин» дәп қарилидиған атақлиқ дийарбакир тавузидин башқа йәнә, һәр хил мивә көктат йетиштүрүлүшкә башланған.

һәвсәл бағлири шәрқй җәнубий анадолу райониниң әң чоң қушлар җәннити болупму һесаблиниду. 180 дин көп қуш түрлиридин башқа қундуз, түлкә, сөсә, тийин вә кирпә қатарлиқ нурғунлиған һайаванларниңму макани һесаблиниду. бу район көзләрни қамаштурғучи мәнзириси биләнму һәмминиң мәһлийалиқини қозғайду. 

бу катта сипил вә бағлар тәбиий бир пүтүнлүк ичидә болғанлиқи үчүн бир пүтүн баһалинип, түркийәниң дунйа мәдәнийәт тизимликидики 14мираси болуш салаһийитигә игә болди. 2015йили б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO» дунйа мираси тизимликигә киргүзди. 

дийарбакирни зийарәт қилмақчи болған сайаһәтчиләргә тәвсийәлиримиз шуки؛ сипил вә һәвсәл бағлиридин башқа, қәдимий сипаһиләр базирини, һәсән паша базирини, улу җамә, мәрйәм ана чиркави, карвансарай, қәдимий дийарбакир өйлири вә музийиларни зийат қилишни қәтий унтуп қалмаң. йәрлик йемәк -ичмәкләрдин қурутулған буғдай, қижма вә дора дәрмәк билән тәййарланған «нардан еши», қой гөши кавипи вә педигән билән һазирланған «мәфтунә», пақлан қовурғисидин пишурулған қовурға толдурма кавипи қатарлиқларни чоқум тетип беқишиңиз лазим. 

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизда дийарбакирни тонуштурүп оттуқ, тиңшиғиниңқлар үчүн рәхмәт.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر