ани архиологийәлик райони

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/11

1160088
ани архиологийәлик райони

ани архиологийәлик райони

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида силәргә ани архиологийәлик районини тонуштуримиз.

***** **** *****

түркийәниң һәммила йеридә йүзлигән йилларғичә нурғунлиған мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилған антик шәһәрләр мавҗут, улардин бирси ани архиологийәлик районидур. шәрқий анадолуниң қарс вилайитигә җайлашқан ани архиологийәлик райони инсанийәтниң дәсләпки дәврлиридин тартипла олтурақ район болуп кәлгәнлики мәлум. чүнки бу антик шәһәр һәм олтурақлишишқа һәм мудапиәгә толиму мас бир җай һесаблиниду. бу шәһәр оттура әсирләрдә муһим сода йоли болған йепәк йолиниң кавказлардин анадолуға тунҗи кириш нуқтисиға қурулған болуп, җуғрапийәлик орни сәвәбидин бу дәврләрдә алаһидә тәрәққий қилған шундақла сийасәт, мәдәнийәт вә иқтисадниң мәркизигә айланған иди.

кейинки чағларда көп хил күлтүргә игә бир сода мәркизигә айланған анида шәһәрчилик, бинакарлиқ вә сәнәт гүлләп йашниған. районда зәрдүшт, хиристийан вә мусулман хәлқләр бирликтә шәһәр күлтүрини рәңгарәң түскә киргүзгәнгә охшаш бинакарлиқ шәклигиму чоңқур тәсирләрни көрсәткән. ички қәләдә 4әсирдә башланған ултурақлишиш вә йепиқ шәһәрдин очуқ шәһәргә айлиниш районда тунҗи үлгә йаратқан.

**** **** *** ***** *****

ани антик шәһири тарихта гүрҗи, әрмәний, византийә, шәлҗуқий вә османли күлтүрлириниң учришиш нуқтиси болған. өзара мәдинийәт алмаштурушлар нәтиҗисидә оттуриға чиққан бинакарлиқ услуби, қурулуш әслиһәлири вә техникилири, безәк вә зиннәтләр кейинчә пүтүн анадолуға вә кавказларғичә кеңәйгән.  аниға хас өзгичә бир бинакарлиқ тилиниң шәкиллинишини ишқа ашурған. өзгичә бина вә йадикарлиқларни қалдурған.

сода йолидики өзгириш сәвәбидин барғанчә әһмийитини йоқутуп қойушқа башлиған ани шәһири 16әсирниң башлирида пүтүнләй ташландуқ йәргә айланған. бу қәдимий шәһәр диний вә һәрбий қурулушлири билән оттура әсирниң өзгичә алаһидиликкә игә шәһәрчилик нәмунисини намайән қилип бериду. 

*** ** *** *** ***

ани архиологийәлик шәһириниң көлими 78 гегтар келиду. район шу қәдәр мол архиологийәлик өтмүшкә игә икәнки, төмүр вә туч дәвргә аит йадикарлиқлардин тартип, 15әсиргә тәвә йадикарлиқларғичә көгили болиду. шәһәрниң ташқи сипили 960йили йасалған болуп, сипил ичидә һөкүмәт биналири, чиркав вә җамәгә охшаш диний мәркәзләр, карван сарайлар, һаммам вә көврүккә охшаш бүгүнки қәдәр қәд көтүрүп турған 21 бина тизимға елинди. шәһәр бу барлиқ алаһидиклири сәвәбидин 2016йили б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшклати «UNESCO» ниң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлди.

ани архиологийәлик районини сәйлә қилиш үчүн қарсқа барсиңиз, 12әсирдә йасалған қарс қәләсини көрүшни, әгәр қиш пәслигә тоғра кәлсә, сарикамиш муз тейлииш мәркизидики сириқ қариғай орманлиқида чана тейилишни унтуп қалмаң. қишта муз тутидиған чилдир көлини чана тйилип сәйлә қилмай, йүзлигән түрлүк қушларни өз ичигә алған қушлар җәннити бағчисини зийарәт қилмай һәргиз қайтмаң. қарсниң йәнә, һәсили, сериқ мейи, «һәнгәл» дәп атилидиған хемирлиқ ненини вә ғаз гөшидин тәййарланған тамақлирини тетип беқишниму әстин чиқармаң. районниң күлтүр қурулмисини намайан қилип беридиған районға хас әнинәвий ойунларни чоқум көрүшиңизни, йәрлик хәлқ нахчилириниң нахшилирини тиңшишиңизни тәвсийә қилимиз. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر