қәдимий шәһәр тиройа

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/10

1157475
қәдимий шәһәр тиройа

қәдимий шәһәр тиройа

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида, силәргә қәдимий шәһәр тиройани тонуштуримиз.

*****

тиройа дунйа бойичә әң мәшһур антик шәһәрләрдин бирси һесаблиниду. тиройа дастанларға тема болған, тарихта "ишқи муһәббәт вә қәһриманлиқниң макани" дәп хатириләнгән бир шәһәр болуп, чанаққәлә боғузи саһиллиридин төт йерим келометир узақлиққа, каз теғи етәклиригә җайлашқан. шәһәрниң қурулуши миладидин илгирики 3000йилларға тутишиду.

һомеросниң лийада дастанида тилға елинған тиройа уруши мушу җайда йүз бәргән болуп, сайаһәтчиләр гойа миңларчә йиллиқ тарих сәйлисигә чиққандәк болиду. етәклиригә тиройа шәһири қурулған каз теғи болса, ривайәтләргә асасланғанда, дунйа тарихиниң тунҗи гүзәллик мусабиқиси өткүзүлгән җай болупму һесаблиниду.

әйни чағда гүзәллик мусабиқисиға қатнашқан гүзәлләр һера, афродит вә атена иди. таллаш вәзиписини өз үстигә алған парис өзигә сипарта падишаһаниң айали һеланани таллайду. парисниң һеланани елип қечиши урушниң башлинишиға сәвәб болиду. икки ашиқ мәшуқ қечип тиройаға келиду. шундақ қилип, тиройа хәлқи билән ахалар оттурисида 10 йил давамлашқан чоң уруш башлинип кетиду.

тарихта миладидин илгирики 1180йили йүз бәргәнлики хатириләнгән тиройа урушида һәр икки тәрәп бир - бирини йеңәлмигәндин кейин, акхалар тиройалиқларға қарши интайин һелигәрлик билән тозақ қуриду. өзлирини худди уруштин чекингәндәк көрситип, тиройаға тинчлиқниң семволи сүпитидә тахтидин йасалған чоң атни қалдуруп кетиду. атниң ичигә әң сәрхил әскәр қоманданлирини йошуруп қойиду.  уруштин чарчиған тиройа хәлқи кәчтә тинчлиқни болушиға тәбрикләп, ичкән мәйниң тәсиридә худини йоқитишқан бир пәйттә, атниң ичидә йошурунған урушқа маһир әскәрләр сиртқа чиқип тиройалиқларни күтүлмигән бир шәкилдә авлашқа башлайду.  тиройани баштин ахириғичә көйдүрүп ташлиғандин кейин, шәһәр бир харабилиққа айлиниду. 

*** ** ** ** *** **

тиройа шәһири уруш вә тәбиий апәтләр сәвәбидин қанчилиған қетим вәйран болғанлиқиға қаримастин, йәнә қанчилиған қетим йеңидин қурулуп, җоғрапийә җәһәттики орни нуқтисидинму тарихи бойичә олтурақ район болуп кәлгән бир шәһәрдур. 14әсирниң ахирилириға йеқин иқтисад вә күлтүр җәһәттики әһмийити барғанчә йоқулушқа башлайду.

тиройаниң әң муһим алаһидилики 9 пәрқлиқ шәһәр қатламлириға игә болғанлиқидур. бу қатламлар үзлүксиз һалда 3000 йилдин көпрәк тарихқа игә икәнликини вә районда бәрпа болған мәдәнийәтләрни намайән қилип бериду.

архиологийәлик әһмийити зор бу һәшәмәтлик шәһәрдә тунҗи қизип тәкшүрүш хизмәтлири 1871йили башланған иди. кейинки йилларда давамлашқан тәкшүрүшләр нәтиҗисидә тийатир мәйдани вә һаммамлар қатарлиқ һәр хил йадикарлиқлардин башқа йәнә, йәр асти йүндә су еқиш линийәсиму байқап чиқилған иди. өбҗәш әмма мол архиологийәлик байлиқлириниң оттуриға чиқирилиши үчүн елип бериливатқан хизмәтләр бүгүнки күндиму давамлашмақта. 

инсанийәт тарихиниң бу муһим олтурақ райони 1998йилида б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO» тәрипидин дунйа мираси тизимликигә киргүзүлди.

әгәр тиройани көрүш үчүн чанаққәләгә барсиңиз, дунйа тарихидики муһим урушларниң бирси болған чанаққәлә уруши шеһитгаһлиқини чоқум зийарәт қилишиңизни, андин ассоста атена ибадәтханисини сәйлә қилишиңизни, әгәр тәбиәткә қизиқидиған болсиңиз каз тағлириға чиқишиңизни тәвсийә қилимиз.

гөкчә арили вә бозҗа арилиниң күлтүр вә мәдәнийәт гүзәлликлири билән сизни өзигә мәһлийа қиливалидиған муһим сайаһәт җайлири икәнликиниму әскәртип қоймақчимиз.

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизда қәдимий шәһәртиройани тонуштурүп оттуқ, тиңшиғиниңқлар үчүн рәхмәт.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر