бинакарлиқ сәнитиниң әң надир әсири сәлимийә җамәси

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/09

1150835
бинакарлиқ сәнитиниң әң надир әсири сәлимийә җамәси

бинакарлиқ сәнитиниң әң надир әсири сәлимийә җамиси

 

қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида, силәргә сәлимийә җамәсини тонуштуримиз.

*****

түркийәдики әң муһим җамәләрдин бирси болған сәлимийә җамәси бинкарлиқ сәтити маһаритиниң әң йуқири пәллисигә вәкилилк қилиду. у османли түрк бинакарлиқ тарихидила әмәс, бәлки дунйа бинакарлиқ тарихидиму әң алдинқи қатардики вәкил характерлик әсәр һесаблиниду.

сәлимийә җамәси истанбул пәтһи қилиништин илгири османли империйәсиниң пайтәхти әдирнәдә 16әсирдә йасалған иди. дунйа тарихиниң әң катта улуғ вә әң уста мемарлиридин бирси болған мимар синанниң әсиридур.

султан 2- сәлим тәрипидин йаситилған сәлимийә җамәси вә күллийәси техника җәһәттики мукәммәллики, өлчәм вә иститека җәһәттики тәңдашсизлиқи билән йалғуз шу дәврниңла әмәс, кейинки дәврләрниңму әң надир әсири, дәп қобул қилиниду.

сәлимийә җамәси һәшәмәтлик көрүнүши биләнму зийарәтчиләрни өзигә мәһлийа қилип кәлмәктә. 1568йили йасилишқа башлап, тәхминән 15 миң кишиниң ишлиши арқилиқ қурулуши 1575- йилида тамамланған иди. сиртқи көрүнүши шунчә узақлардинму аҗайип һәшәмәтлик көрүнидиған сәлимийә җамәсиниң әсли адәмни һаң - таң қалдуридиған тәрипи ички қурулушидур.

*** *** *** **

сәлимийә җамәсиниң гүмбизи мимар синанниң кәсптә камаләткә йәткән әң йуқири пәллисигә вәкиллик қилиду.  шунчә чоң вә кәң гүмбәзниң йасилишида түврүклириниң җамәниң ички қисмини тарлаштурушиға йол қойулмиған болуп, тәхминән 6000 киши кәң кушадә ибадәт қилайлайдиған җамәдә, гүмбәзни көтүрүп туридиған түврүкләрни көргили болмайду. җамәниң төт булуңида урун алған мунарлар болса, өз түрлири ичидә дунйа бойичә әң нәпис ишләнгән мунар һесаблиниду. бинакарлиқ техникисиниң әң һәйран қаларлиқ тәрипи бир мунарниң ичигә бир бири билән кесишмәйдиған 3 айрим- айрим пәләмпәй чиқирилғанлиқидур.

дунйа бикарлиқ тарихиға аҗайип есил әсәрләрни мирас қалдурған мимар синан бу җамәни «устилиқ әсирим» дәп тәриплигән иди. ички лайиһәсидә ишлитилидиған әйни чағниң әң гүзәл материйаллиридин мәрмәр теши, йағач, сәдәф вә чинә хиш, ойма нәқишләр билән гүмбәз вә бағлинишлири зинәтләнгән болуп, һойлиси, кутубханиси вә оқу - оқутуш мәркәзлири қатарлиқларниң һәммиси нәпис сәнәт әсәрлириниң әң надир үлгири болуп һесаблиниду. 

**** ****

сәлимийә җамәси дунйада бинакарлиқ сәнитиниң әң һәшәмәтлик үлгилиридин бирси вә инсанийәт иҗадийәт роһиниң әң алдинқи қатардики намайәндиси дәп қобул қилиниду. шуңа, сәлиймә җамәси вә күллийәси 2011йилида б д т маарип, илим пән вә мәәнийәт тәшкилати «UNESCO» тәрипидин дунйа мираслири тизимликигә киргүзүлгән иди.

бу катта җамәни көрүш үчүн әдирнәгә бармақчи болсиңиз, сайаһитиңизни ийул ейиға удуллашни унтумаң. чүнки әдирнәдә 600 йилдин буйан ийул ейида изчил давамлишип келиватқан қириқпинар йағлиқ челишиш мусабиқисиниму көрәләйсиз.

шәһәрдә румлар тәрипидин өткүзүлидиған какава мурасимлириға қатнишалишиңиз үчүн, май ейида зийарәт қилишни таллисиңизму болиду.

әдирнәдики сәһийә хизмәтлирини, түрк ислам йардикарлиқирини вә балқан уруши музейини көрмәй һәргиз қайтмаң. атақилиқ җегәр тава кавипини вә бадам әзмисини тетишни, хушпурақлиқ сопуни вә ақ иримчәклирини елишниму һәргиз унтуп қалмаң!

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر