кападокйа

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/02

1121104
кападокйа

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/02

кападокйа

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида, силәргә кападокйани тонуштуримиз.

*****

оттура анадолудики гөрәмә, үргүп, аванос, дәринкуйу, қаймақли, иһлара вә буларниң әтрапи кападокйаниң тәңдашсиз сайаһәт районлири һесаблиниду.

кападокйаниң тарихи тәбиий гүзәлликлири билән гирәлишип кәткәт болуп, миңлиған йилларға тутишиду. миңлиған йиллар илгири оттура анадолудики тағлар актип йанар тағлири иди. йанар тағдин еқип чиққан волқанлар районда охшаш болмиған қаттиқлиққа игә чоқиларни пәйда қилған.  миңлиған йилларғичә йамғур, сәл вә боранлар бу чоқиларни «пәри баҗилар» дәпму атилидиған һазирқи тәңдашсиз тәбиий шәкилләргә киргүзгән.

*****

кападокйа тарих бойичә асурлилар, һититлар вә парисларға саһибханлиқ қилған. бир мәзгил рим империйәсиниңму һакимийти астиға өткән. районда бу барлиқ мәдәнийәтләрниң излирини вә сәлчуқийлар билән османлиға тәвә йадикарлиқларниму көрәләйсиз. 

б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати йунескониң һәм мәдәний, һәм тәбиәт мираси тизимликидә орун алған гөрәмә дөләтлик бағчисида болса, аҗайип көркәм «пәри баҗилар» дин башқа йәнә, районда панаһланған хиристийанларниң олтурақ районлирини вә чиркавлирини сәйлә қилалайсиз.

кападокйадики гүзәлликтә тәңдашсиз вадилар, адәмни һаң таң қалдуридиған йәр асти шәһәрләр, қәләләр, чиркавлар, җамиләр вә сапал қача устилири чоқум зийарәт қилишқа тегишлик йәрләр һесаблиниду. 

******

тарихниң чоңқурлуқлириға шуңғуш, пәри баҗиларниң һәмраһлиқида вадиларни сәйлә қилиш, өтмүшниң йардикарлиқлирини тәқип қилип, гойа сиһиргә чөмүлүш үчүн кападокйани чоқум сайаһәт тизимликиңизгә киргүрүшни унтумаң.

әгәр әстин чиқмайдиған бир сайаһәт болушини халисиңиз районни һавадин сәйлә қилиш пурситигиму игә болалайсиз. буниң үчүн йәлкәнсиман парашот сайаһитини тәвсийә қилимиз.

қазан кавипи, коза кавипи, гүл қуймиқи, той шорписи вә асидә татлиқ турумлирини тетип бақмастин кападокйадин кетип қалмаслиқиңизни сораймиз.

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизда кападокйани тонуштурүп оттуқ тиңшиғиниңқлар үчүн рәхмәт.


خەتكۈچ: #кападокйа

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر