афринниң пәрәз қилғандин тез әркинликкә игә қилинғанлиқиниң арқисида муһим рол ойниған сәвәбләр

зәйтун шехи һәрикити башлинип аридин икки ай өткәндә һәр күни он йаки униңдин артуқ йезиларниң террорлуқ унсурлиридин тазилиниши билән, тез сүрәттә илгириләшниң сәвәблири муназирә қозғиди.

933927
афринниң пәрәз қилғандин тез әркинликкә игә қилинғанлиқиниң арқисида муһим рол ойниған сәвәбләр

түркийә авази радийоси: 2017-йили 20-йанвар башланған зәйтун шехи һәрбий һәрикити муәййән басқучларни баштин кәчүргәндин кейин, сүритиниң тезләшкәнлики вә п к к| й п г қораллиқ унсурлириниң түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәсигә қаршилиқ көрсәтмигәнлики көрүлди. һәрикәт башлинип аридин икки ай өткәндә һәр күни он йаки униңдин артуқ йезиларниң террорлуқ унсурлиридин тазилиниши билән, тез сүрәттә илгириләшниң сәвәблири муназирә қозғиди. ахирида, 18-март сәһәрдә африн наһийә мәркизи бир қанчә саәтлик етишиштин кейин, түркийә армийә қисимлири вә әркин сүрийә армийәси тәрипидин контроллуқ астиға елинди.

һәрикәт башланған биринчи ейидики аста илгириләшниң дәл әксичә, һәрбий һәрикәтниң иккинчи ейида илгириләш сүритиниң тезлишишидә вә п к к|й п г ниң қаршилиқ көрсәтмәсликидә нурғун сәвәбләр бар. йәрлик хәлқниң й п г ни қоллимаслиқи вә й п г ниң һәрбий қабилийитиниң таратқуларда тәшвиқ қилинғандәк йуқири болмастин, бәлки төвән болуши қатарлиқ сәвәбләр бар болсиму, бирақ һәрикәтниң иккинчи ейида тезлишишиниң асаслиқ сәвәби, түркийә армийәсиниң зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң биринчи ейида қолланған истратегийәсини муһим рол ойниди дейишкә болиду.

түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсиниң й п г ға қарши йолға қойған истратегийәси

зәйтун шехи һәрбий һәрикити биринчи һәптисини ахирлаштурғанда, түркийә армийәси билән түркийәниң қоллиши астидики әркин сүрийә армийәсиниң афринда йолға қойған истратегийәси өзиниң тәсирини көрситишкә башлиди. түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсиниң афринда й п г ни һалсизландуруш истратегийәсини йолға қойғанлиқини көрүвалғили болиду. һәрикәтниң биринчи һәптисидин башлап, тағлиқ җайлардики егизликләр вә җайлишиши муһим болған нуқтиларни қолға чүшүрүш, түркийә армийәсиниң биринчи муһим нишани болди.

қаттиқ топ бомбардиманлириниң йардимидә илгирилигән түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси йәттә җәң сепини бойлап африн райониға кирди. й п г террористлири болса, тәбиий шараит вә һава өзгиришидин пайдилинип, хәндәк вә тонеллар ичидин қаршилиқ көрситишкә урунди.

муһим егизликләр

түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси нурғун анализчилар пәрәз қилғанниң дәл әксичә, й п г әң күчлүк болған нуқтилардин һуҗум қилиш йолини таллиди. болупму, һәрбий һәрикәт тел рифат вә миннаг һәрбий айродурумидин башлаш пәрәз қилиниватқанда, түркийә чеграси арқилиқ й п г ниң контроллуқидики тағлиқ районлар нишан қилинди. һава вә қуруқлуқтин топ бомбардиманиниң йардимидә башланған зәйтун шехи һәрбий һәрикити, африн районидики орни муһим болған егизликләрни қолға чүшүрүшни нишан қилди. шимал тәрәптин балбүл наһийәсиниң шәрқий җәнубидики шәйх теғи؛ ғәрбий шимал тәрәптин раҗоп наһийәсиниң шималий билән җәнубидики тағлар؛ ғәрбий җәнубтин шәйх һадид әтрапидики тағлар؛ азез әтрапидики бурсайа теғи, түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсиниң дәсләпки нишани болуп бәлгиләнди.

муһим егизликләрни қолға чүшүрүш, афринниң җуғрапийәлик шараитлири көздә тутулғанда һәрбий җәһәттин наһайити қийин һесаблинатти, бирақ бу зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң кейинки басқучилирини асанлаштуруп бәрди. муһим егизликләр қолға чүшүрүлгәндин кейин, й п г қораллиқ унсурлири җуғрапийәлик үстүнлүкини йоқитип қойди. нәтиҗидә, зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң сүрити тезләшти. әгәр түркийә армийәси вә сүрийә әркин армийәси муһим егизликләрни қолға чүшүрмигинидә, й п г вақитниң узириши билән тағларға чекинип, узунға созулған партизанлиқ урушни қанат йайдуруш имканийитигә игә болувалған болатти. йолға қойулған истратегийә нәтиҗисидә, й п г ниң чекингән күчлирини мувапиқ җайларда йоқитиш шараити қолға кәлди.

һалсизландуруш истратегийәси

түркийә армийәсиниң муһим егизликләрни қолға чүшүрүш үчүн йолға қойған истратегийәсидә диққәт тартқан нуқта, й п г ни һалсизландуруш үчүн етилған қәдәмләрдур. зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң биринчи сәплиридә толуқ тәййарлиқи болған й п г террористлирини һарғузушни мәқсәт қилған һалсизландуруш истратегийәси, арқа сәп тәминат қийинчилиқи йоқ, от күчи йуқири болған армийәләрни мунтизим болмиған қораллиқ күчләргә нисбәтән йуқири үстүнлүккә игә қилиду. түркийә армийәси һалсизландуруш истратегийәси даирәсидә, дәсләпки бәш күндә 131 қетим һавадин бомбардиман қилди. түркийә армийәсиниң байанатлириға асасланғанда, бәш күнлүк бомбардиманда җәмий 251 нуқта битчит қилинған. буниңдин башқа, «атак» (ATAK) намлиқ тик учарлар вә учқучисиз һава аппаратлиридинму үнүмлүк пайдилинилған. й п г ниң 4 миңға йеқин қораллиқ күчидин айрилип қелиши, түркийә армийәсиниң һалсизландуруш истратегийәсиниң тәбиий нәтиҗиси һесаблиниду.

африн районидики й п г қораллиқ күчлиригә қарши һава вә қуруқлуқтин қилинған қаттиқ бомбардиманлар, вақитниң өтүши билән, й п г қораллиқ күчлирини вә мудапиә линйәлирини һалсизландурди. түркийә армийәсиниң һалсизландуруш истратегийәси, русийәниң җуғрапийәлик җәһәттин охшаш болған лазқиййәдики истратегийәсиниң дәл тәтүрисичә, пуқраларниң өлүм-йетим һадисиси әң аз көрүлди вә зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң мувәппәқийәт билән ахирлишишиға имканийәт йаритип бәрди. һәммигә мәлум болғинидәк, русийә лазқиййә районида вә чечинийәдә «scorched earth» истратегийәсини йолға қойған. истратегийә даирәсидә, нишанни айрип олтурмастин қилған бомбардиманлар нәтиҗисидә, райондики нурғун пуқралар җенидин айрилған йаки өй-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болған. түркийәниң пуқраларниң өлүм-йетим һадисилирини көздә тутқан һалда африн үчүн йолға қойған һалсизландуруш истратегийәси мувәппәқийәтлик болди. й п г ни мәйдан мудапиәсигә мәҗбурлап, җәң сепидә битчит қилиш нәтиҗисидә, һалсизланған й п г қораллиқ күчлири вақитниң узириши билән қарши туралмиди вә мудапиә сәплири йимирилди.

й п г истратегийәси

асиметрик уруш техникилирини қоллинишни мәқсәт қилған п к к|й п г, түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсигә қарши җуғрапийәлик шараитлардин пайдилинишқа тиришти. йиллардин буйан африн районида йасалған тонеллар, хәндәкләр вә һасил қилинған мудапиә линйәлири билән түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсиниң илгирилишини тосушқа урунди. тағқа чиққан түркийә әскәрлири билән әркин сүрийә армийәси җәңчилиригә һуҗум қилған й п г қораллиқ күчлири, егизликләрдин оқ атти. районниң җуғрапийәлик шараитлирини йахши билгән й п г қораллиқ күчлири пат-пат түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсигә уштумтут бастуруп келишниму синап бақти. бу арқилиқ түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәсигә талапәт йәткүзүшкә урунған й п г қораллиқ күчлири омумән қилип ейтқанда, түркийә армийәсиниң от күчиниң үстүнлүки нәтиҗисидә чекинишкә мәҗбур болди.

күтүлгинидәк, й п г африн районида түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсигә қарши танка атарларни ишләтти. бу қоралларниң асасән пачақлинип ташлиниши й п г ниң сирттин елип кәлгәнликини йаки иранниң қоллиши астидики нуббил вә заһрадики қораллиқ күчләрдин алғанлиқини вәйаки америка тәрипидин й п г ға берилгәнлики вә мунбич арқилиқ афринға елип келингәнликини көрситип бериду. африн шәһәр мәркизигә тутишидиған йолларниң түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси тәрипидин контрол қилиниши нәтиҗисидә, й п г ниң африн районидики танка атарларни ишлитишиниң азайғанлиқи оттуриға чиқти.

й п г ниң йәрлик хәлқләрни тирик қалқан қилип пайдилиниши түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсини қийин әһвалға чүшүрүп қойған мәсилиләрниң бирси болди. пуқраларниң җенидин айрилишиға сәзгүр муамилә қилип кәлгән түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси өз қошунидики өлүм-йетимни нәзәрдә тутқан һалда й п г ға қарши илгирилиди.

хуласә

омумий җәһәттин ейтқанда, түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси зәйтун шехи һәрбий һәрикитидә йолға қойған истратегийәниң, й п г ниң райондики қораллиқ унсурлирини пүтүнләй йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини көрүвалғили болиду. фират қалқини һәрбий һәрикитидики «сүпүрүш һәрикити» ниң әксичә, зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң «тазилаш һәрикити» болғанлиқини көрүвалғили болиду. һалсизландуруш истратегийәси арқилиқ муһим егизликләрни қолға чүшүргән түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси уруш мәйданидики мувәппәқийәтлирини техиму тез сүрәттә әмәлгә ашурди. й п г ни мәйданларда мудапиәгә мәҗбур қилған түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәси мушундақ қилиш арқилиқ й п г ни техиму чоң талапәткә учратти. икки айға йәтмигән һәрбий һәрикәт нәтиҗисидә 4 миңға йеқин п к к|й п г қораллиқ унсуриниң йоқитилиши, һәрбий мәнидин ейтқанда, зор мувәппәқийәт һесаблиниду. йәнә бир җәһәттин ейтқанда, й п г африндики тәбиий шараиттин пайдилинип, түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсигә қаршилиқ билдүрүшкә тиришти. тузақ қуруш, туйуқсиз бастуруп келиш, хәндәк вә тонеллар арқилиқ истратегийәсини тәрәққий қилдурған й п г ниң әң күчлүк қоғдиниш қоралиниң, мәҗбурий шәкилләндүргән тирик қалқанлар икәнлики ашкариланди. шундақ болсиму, түркийә армийәси вә әркин сүрийә армийәсиниң афринни й п г дин тазилаш һәрикити мувәппәқийәт билән илгирилиди вә 2018-йили 18-март африн мәркизи террорлуқ унсурлиридин тазиланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر