еммануел макронниң йавропа үчүн «йадро қалқан» тәклипи қаттиқ наразилиққа учриди

фирансийә пирезиденти еммануел макронниң йавропа үчүн «йадро қалқан» тәклипи, фирансийәдә қаттиқ наразилиқ қозғиди.

2133738
еммануел макронниң йавропа үчүн «йадро қалқан» тәклипи қаттиқ наразилиққа учриди

түркийә авази радийоси хәвири: өктичи сийасийонлар пирезидент макронниң фирансийәниң йадро чекиндүргүч күчидин «ортақ йавропа мудапиәси» үчүн пайдилинишқа болидиғанлиқи тоғрисидики сөзигә наразилиқ билдүрди.

макронниң һәптә ахирида районлуқ радийо истансиси «Ebra» ебраға бәргән байанатида, йадро қораллирини өз ичигә алған һалда «ортақ йавропа мудапиәси» пикрини оттуриға қойушиниң дөләтниң игилик һоқуқиға хилап икәнликини билдүрди.

солчил фирансийә  партийәси (LFI) ниң йазма байанатида, макронниң фирансийәниң йадро чекиндүргүч күчиниң ишәнчлик икәнликигә зийан салғанлиқи оттуриға қойди.

радикал оңчилларму макронниң «йадро қалқан» тәклипигә наразилиқ билдүрди.

йавропа парламенти әзаси террй марианиX  адресида, макронниң бу сөзлири түпәйлидин дөләт үчүн бир хәвпкә айланғанлиқини ейтти.

мәмликәтлик бирлик  партийәси  (RN) ниң рәһбири марин ле пенму фирансийәниң йадро чекиндүргүч күчини йавропа иттипақи билән ортақлашмақчи болған пирезидентниң фирансийәликләргә йалған сөзлигән болидиғанлиқини илгири сүрүп әйиблиди.

фирансийә йавропа иттипақи дөләтлири ичидә бирдинбир йадро қоралиға игә дөләт һесаблиниду.

фирансийә һөкүмити йеқинқи мәзгилдин буйан америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға болған тайинишчанлиқи азайтилған  бир «ортақ йавропа мудапиәси» пикрини оттуриға қойған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر