столтенберг словакийә баш министириға қилинған һуҗумға наразилиқ билдүрди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг словакийә баш министири роберт фикоға суйиқәст қилиш урунушини әйиблиди.

2140547
столтенберг словакийә баш министириға қилинған һуҗумға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг словакийә баш министири роберт фикониң узун йил бирликтә хизмәт қилған мәнсәпдиши икәнликини, униң қораллиқ һуҗумда йариланғанлиқидин чоңқур азабланғанлиқини билдүрүп, фикониң аилиси вә словакийә хәлқидин һал сориди.

нато баш катипи йенс столтенберг белгийәниң пайтәхти бирйусселда байанат берип: «мән униң билән 20 йилдәк биллә ишлидим. нәччә йил илгири һәр иккимиз баш министир болуп, мәнсәпдаш идуқ. бу һуҗум бизни чүчүтти вә вәһимигә салди» деди вә сөзини давамлаштуруп: «бу демократийәмизниң барлиқ елементлириға қаритилған һуҗум. демократик дөләтләрдә пикирлиримиз охшимашлиқи мумкин, әмма зораванлиқни қобул қилишқа болмайду. ой-хийалимиз баш министир фико, униң аилиси вә словакийә хәлқи билән биргә» дегәнләрни қәйт қилди.

словакийә баш министири фико түнүгүн дөлитиниң хәндлова базирида өткүзүлгән министирлар кеңиши йиғинидин кейин қораллиқ һуҗумға учрап йариланғандин кейин, дохтурханида балнистқа елинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر