америка судандики тез йардәм бериш қисминиң қоманданлириға ембарго йүргүзди

америка қошма иштатлири судандики зораванлиқ һәрикәтлиридә рол ойниғанлиқи сәвәблик тез йардәм бериш қисминиң икки қоманданини «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзди.

2140556
америка судандики тез йардәм бериш қисминиң қоманданлириға ембарго йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта көрситилишичә, суданда йүз бериватқан вәқәләр йеқиндин көзитиливатқан болуп, зораванлиқ һәрикәтлиридә рол ойниғанлиқи сәвәблик мунасивәтлик шәхсләргә қарита давамлиқ ембарго йүргүзүлмәктә икән.

дарфурда йүз бәргән зораванлиқ һәрикәтлиридә рол ойниғанлиқи сәвәблик, тез йардәм бериш қисминиң әли йақуб җибрил вә осман муһәммәд исимлик икки қомандани  «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзүлгән.

тез йардәм бериш қисминиң қоршави астидики районлардики йүз миңлиған хәлқниң һайати хәвп ичидә икәнлики әскәртилгән байанатта, һәм тез йардәм бериш қисмидин һәмдә судан қораллиқ күчлиридин һуҗумлирини дәрһал тохтитиши тәләп қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر