әбу ғәйт гутеррес билән көрүшти

әрәб әллири иттипақи баш катипи әһмәд әбу ғәйт бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес билән ғәззә вә судандики әң йеңи өзгиришләрни музакирә қилди.

2140579
әбу ғәйт гутеррес билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб әллири иттипақи баш катипи әһмәд әбу ғәйт иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип, бәйрәйн пайтәхти манамәдә өткүзүлидиған 33-нөвәтлик әрәб әллири иттипақи башлиқлар йиғинидин илгири гутеррес билән көрүшкәнликини билдүрди.

учурида, йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш вә уларға мулазимәт қилиш оргини (UNRWA) баш комиссари филип лаззарини билән б д т баш катипиниң судан алаһидә вәкили рамтан ламамраниңму учришишқа қатнашқанлиқиға ишарәт қилған әһмәд әбу ғәйт: «йиғинда исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири вә бу һуҗумларниң пәләстин хәлқигә йәткүзидиған зийанлирини музакирә қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш вә уларға мулазимәт қилиш оргини үстигә алған ролниң һәммәйләнгә айан икәнлики вә униң бу ролини техиму күчәйтиш йоллири тоғрисида сөзләшкәнликлирини билдүргән әһмәд әбу ғәйт, йиғинда йәнә, кәлгүсидә пәләстин мәсилисигә мунасивәтлик икки дөләтлик һәл қилиш чарисини конкретлаштуруш тоғрисидиму пикир алмаштурғанлиқлирини тәкитлиди.

у вә б д т баш катипи гутерресниң судан вәзийитиниң хәтәрлик икәнлики мәсилисидә һәмпикир икәнликини әскәртип, суданда давамлишиватқан тоқунушларниң алдини елип, дөләт қурулмисини қоғдашниң зөрүрлүкини қәйт қилди.

әрәб әллири иттипақи баш катипи әбу ғәйт судан хәлқиниң бу қийин мусапини йеңишигә йардәм беришниң муһимлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر