ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 272 гә йәтти

исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилған пәләстинликләрниң сани йеқинқи 24 саәт ичидә 39 адәм көпийип, 35 миң 272 гә йәтти.

2140620
ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 272 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилған байанатта, исраилийәниң уда 223 күндин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлири һәққидә мәлумат берилди.

байанатта, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззәниң охшимиған районлирида йүргүзгән 4 қетимлиқ қәтлиамлири давамида йәнә 39 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқи вә 64 пәләстинликниң йариланғанлиқи байан қилинди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилғанлар саниниң 35 миң 272 гә, йариланғанлар саниниң 79 миң 205 кә йәткәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә, харабиликләрниң астида вә йол бойлиридиму өлүкләрниң барлиқи, әмма исраилийә әскәрлириниң тосалғу болуши сәвәбидин давалаш әтрәтлири билән хәлқ мудапиә хадимлириниң җәсәтләрни алалмайватқанлиқи тәкитләнди.

пәләстин қизилай җәмийитиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, мундақ дейилди:

«исраилийәниң ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида 15 миң 103 пәләстинлик бала шеһит болди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر