трамп торда инҗил сетишни башлиди

америкада нойабирда өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлиминиң намзатлиқи үчүн җумһурийәтчиләрдин йетәрлик вәкил саниға еришкән сабиқ пирезидент доналд трамп, торда инҗил сетишни башлиди.

2121446
трамп торда инҗил сетишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ пирезидент доналд трамп «Truth Social» да һәмбәһрлигән видеода, сайлиғучилирини инҗил сетивелишқа чақирди.

у учурида мушу һәптә тәбриклинидиған « муқәддәс җүмә» вә «паскал» байрамлири үстидә тохталди.

у мундақ деди:

«муқәддәс һәптиңиз мубарәк болсун! американиң қайта ибадәт қилишини капаләткә игә қилайли. муқәддәс җүмә вә паскал йеқинлишиватқанда, сизни (тәңри американи сақлисун) инҗилниң бир нусхисини сетивелишиңизни үмид қилимән.»

у һәмбәһрлигән видеосида: «барлиқ америкалиқлар өйлиридә бир парчә инҗилниң болушиға еһтийаҗлиқ. мәндә нурғун инҗил бар. бу мән әң йахши көридиған китаб. инҗилни сетивелишиңизни қоллиғанлиқимдин вә илһамландурғанлиқимдин өзәмни шәрәплик һес қилимән» деди.

трамп тонуштурған интернет торида, инҗил 59.99 долларға сетилиду.

доналд трампниң торда инҗил сетиши, йеқинқи айларда е җин каррол ( E. Jean Carroll) исимлик ​​айалға беридиған төләм вә өй-мүлүк алдамчилиқи делосида қойулған җәриманә сәвәбидин иқтисадий қийинчилиққа дуч кәлгәнлики дәп қаралмақта.

сабиқ пирезидент илгири өзиниң сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлири даирисидә ианә топлаш үчүн тәнһәрикәт айиғи вә өзиниң аләм учқучиси, падичи (ковбой) һәмдә дәриҗидин ташқири қәһриман персонаж образи чүшүрүлгән ойун қәртлирини сатқан иди.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر