сомали әшшәбабқа еғир зәрбә бәргәнликини илгири сүрди

сомали армийәси һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, әшшәбаб террорлуқ тәшкилатиниң 70 әзасини йоқатқанлиқини уқтурди.

2132553
сомали әшшәбабқа еғир зәрбә бәргәнликини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали учур-ахбарат министирлиқи йазма байанат елан қилип, мудуг районида әшшәбаб терорлуқ тәшкилатиға қарши һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берилип, тәшкилатниң 70 әзасиниң йоқитилғанлиқини, һуҗумда йәнә 30 кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

байанатта, мәзкур районда елип берилған чаршәнбә күнидики зәрбә бериш һәрикитидиму 150 дин артуқ әшшәбаб әзасиниң йоқитилғанлиқи қәйт қилинди.

сомали армийәси әшшәбабқа қарши һәрикитини күчәйтиватқан мушу күнләрдә, тәшкилат әзалири пуқралар вә һәрбий районларға зәрбә бериш һәрикәтлириниң салмиқини ашурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر