ким җоңун: техиму көп офитсерлар тәрбийәлиниши керәк
шималий корейә рәһбири ким җоңун армийәниң җәң қилиш иқтидарини йуқири көтүрүш үчүн техиму көп офитсерларниң тәрбийәлиниши керәкликини оттуриға қойди.
2132579
түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизи хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ким җоңун пайтәхт пйоңйаңдики ким ил суң һәрбий университетида өткүзүлгән шималий корейә хәлқ армийәсиниң 92-йиллиқини тәбрикләш мурасимида сөз қилған.
у һәрбий академийәниң асаслиқ вәзиписиниң иқтидарлиқ қоманданларни тәрбийәләш икәнликини тилға елип, дөлитиниң җәң қилиш иқтидарини ашуруш үчүн техиму көп офитсерларниң тәрбийәләп йетиштүрүлүши керәкликини тәкитлигән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
афғанистанда кәлкүн апитидә 14 адәм қаза қилди
афғанистандики кәлкүн апитидә йеқинқи 3 күн ичидә охшимиған вилайәтләрдә 14 адәм һайатидин айрилди.
путин әтә қәсәм берип, йеңи вәзипә өтәш муддитини башлайду
русийә пирезиденти владимир путин әтә (7- майда) қәсәм берип, йеңи вәзипә өтәш муддитини башлайду.