америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси дөлитиниң ғәззә сийаситигә наразилиқ билдүрди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи оттура шәрқ вә шималий африқа ишлири байанатчиси һала риһаррит дөлитиниң ғәззә сийаситигә наразилиқ билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди.

2132582
америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси дөлитиниң ғәззә сийаситигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹әләрәбиййә› телевизийә қанили» ниң хәвәр қилишичә, риһаррит аммиви ортақлишиш тор бети LinkedIn  сәһиписидә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқида уда 18 йилдин буйан ишләватқанлиқини әскәртип мундақ деди:

«америка қошма иштатлириниң ғәззә сийаситигә наразилиқ билдүрүп, апрел ейида вәзипәмдин истепа бәрдим. киризисни қорал – йарағлар арқилиқ әмәс, дипломатийә арқилиқ һәл қилиш керәк. дөлитимиз тинчлиқ вә иттипақлиқниң күчи болуши лазим.»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң муавин байанатчиси ведант пател, риһарритниң вәзиписидин истепа бәргәнликидин хәвәр тор бәтлири арқилиқ хәвәр тапқанлиқини, әмма униң шәхсий иши тоғрисида пикир байан қилмайдиғанлиқини әскәртти.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи қармиқида 2005-йилдин буйан ишләватқан рһаррит, 2022-йили 8-айдин башлап министирлиқниң оттура шәрқ вә шималий африқа ишлири байанатчиси сүпитидә вәзипә өтәп келивататти.

шуниң билән, риһаррит исраилийә ғәззәгә һуҗум қозғиған 7 – өктәбирдин буйан дөлитиниң сийасәтлиригә наразилиқ билдүрүш мәқситидә вәзиписидин истепа бәргән америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң үчинчи хадими болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر