талибан «үч қошна дөләт»ни даешни қоллаш билән әйиблиди

афғанистан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин ташқи ишлар министири әмирхан муттәқи қошна үч дөләтниң даеш террорлуқ тәшкилатиниң иқтидарини ашурғанлиқини илгири сүрди.

2132368
талибан «үч қошна дөләт»ни даешни қоллаш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан таратқулиридики хәвәрләргә қариғанда, әмирхан муттәқи пайтәхт кабулда өткүзүлгән иккинчи нөвәтлик афғанистан-қазақистан йәрмәнкисиниң ечилиш мурасимидики сөзи җәрйанида, дөлитидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири һәққидә тохталған.

қошна үч дөләтниң афғанистан вә райондики даеш террорлуқ тәшкилатини қоллаватқанлиқини илгири сүргән муттәқи, уларниң бириниң бу тәшкилатни адәм күчи билән, йәнә бириниң тәрбийәләш билән, йәнә бириниң әшйа обороти билән тәминлигәнликини билдүргән.

дөлитидә йүз бәргән 10 қетимлиқ террорлуқ һуҗуминиң «афғанистан сиртида» пиланланғанлиқини оттуриға қойған муттәқи, мунасивәтлик дөләтләрдин афғанистанға зийан селишни тохтитишни тәләп қилған.

әмирхан муттәқи «үч қошна дөләт»ниң исимлирини тилға алмиған болсиму, әмма бәзи афғанистан таратқулири муттәқиниң таҗикистан, пакистан вә иранни көздә тутқанлиқини, униң таҗикистанни даешни адәм күчи билән, пакистанниң тәрбийәләш билән вә иранниң арқа сәп тәминати билән тәминлигәнликини билдүргәнликини илгири сүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر