б д т рамизанда уруш тохтитиш қарарини мақуллиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши рамизан ейида (11-марттин 9-апрелғичә) ғәззәдә узун муддәтлик вә сиҗил уруш тохтитиш қарар лайиһәсини мақуллиди.

2120428
б д т рамизанда уруш тохтитиш қарарини мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңишиниң вақитлиқ әзалири болған алҗирийә, еквадор, гивийана, йапонийә, малта, мозамбик, корейә, серралеон, словенийә вә шивейтсарийә қатарлиқ дөләтләр тәййарлиған қарар лайиһәси авазға қойулди.

лайиһә бир авазниң (америка) һоқуқидин ваз кечиши, 14 авазниң қоллиши билән мақулланди. буниң билән, исираилийә ғәззәдгә һуҗум башлиған 7-өктәбир (2023) дин буйан тунҗи қетим б д т хәвпсизлик кеңишидә уруш тохтитиш тәләп қилинған бир қарар лайиһәси қобул қилинған болди.

қарарда, б д т хәвпсизлик кеңишиниң пәләстин мәсилиси тоғрисида һазирғичә мақулланған қарарлар хатирилитилгән һалда, барлиқ тәрәпләрниң хәлқаралиқ қанун вә кишилик һоқуқ қанунлириға бойсунуш мәҗбурийитиниң барлиқи тәкитләнди.

аммиви ул-әслиһәләргә қилинған һуҗумлар вә һәр түрлүк террорлуқ һәрикәтлири әйибләнгән қарарда, әсир тутушниң хәлқаралиқ қанунға хилап икәнлики қәйт қилинди.

ғәззәдики қорқунчлиқ инсани тирагедийәләрдин әндишә қилиниватқанлиқи билдүрүлгән қарарда, мисир, қатар вә американиң дипломатик тиришчанлиқлири етирап қилинди.

қарарда, «рамизан ейида барлиқ тәрәпләр һөрмәт қилидиған уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш, буниң узун муддәтлик вә сиҗил уруш тохтитишқа йол ечиши, барлиқ әсирләрни шәртсиз қойуп бериш» тәләп қилинди.

қарарниң ахирида, тәрәпләргә әсир тутулуватқан кишиләргә қарита хәлқаралиқ қанун бойичә мәсулийитини ада қилиш чақириқ қилинди вә буниң йеқиндин көзитилидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر