русийәдә йолучилар аптобуси дәрйаға чүшүп кетип7 адәм қаза қилди

русийәниң сант петирбург шәһиридә бир йолучилар аптобусиниң дәрйаға чүшүп кетиши нәтиҗисидә 7 адәм қаза қилди.

2138339
русийәдә йолучилар аптобуси дәрйаға чүшүп кетип7 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә «‹тасс› агентлиқи» (TASS)  ниң хәвәр қилишичә, сант петирбург шәһири мәркизидә кетиватқан бир йолучилар аптобуси «мойка дәрйаси» ға чүшүп кәткән.

русийә тәкшүрүш комитети тәрипидин елан қилинған байанатта қәйт қилинишичә, вәқәдә 7 киши һайатидин айрилған.

русийә җиддий әһвалларға тақабил туруш ишлири министирлиқиниң билдүрүшичә, нәқ мәйданға әвәтилгән издәш- қутқузуш әтрәтлири паалийәтлирини тамамлиған, аптобус дәрйадин чиқирилған.

русийә ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилинған  байанатида көрситилишичә,  вәқәниң келип чиқиш сәвәби тәкшүрүлүватқан болуп, аптобус шопури қатнаш вә аптомобил һәйдәш қаидисигә хилаплиқ қилиш билән әйиблинип қолға елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر