афғанистандики кәлкүн апитидә 50 адәм өлди

афғанистанниң охшимиған районлирида йүз бәргән кәлкүн апитидә кәм дегәндә 50 адәм һайатидин айрилди.

2138245
афғанистандики кәлкүн апитидә 50 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан таратқулириниң хәвиригә қариғанда, кәлкүн апити афғанистанниң шималий вә шәрқий шимал районлириға еғир талапәт йәткүзгән.

шималий бағлан шәһәрлик җиддий әһвалларға тақабил туруш башқармисиниң башлиқи һидайитуллаһ һәмдәрд, мәркизий оргини кабулға җайлашқан «‹Tolo News› агентлиқи» ға бәргән байанатида, мундақ деди:

«бурқа, наһрен вә оттура бағлан районлирида йүз бәргән кәлкүн апитидә һазирғичә кәм дегәндә  50 адәм һайатидин айрилди.»

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, кәлкүн апитидә талапәткә учриған районларға җиддий йардәм бериш хизмити башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر