ғәззәдә исраилийәниң һуҗумлирида өлгәнләрниң сани 34 миң 943 кә йәтти
исраилийә армийәсиниң 7-өктәбирдин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан һуҗумлирида һайатидин айрилған пәләстинликләрниң сани 34 миң 943 кә йәтти.
2138327
түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззәниң һәрқайси җайлирида уда 6 қетим йүргүзгән қирғинчилиқлири давамида йәнә 39 пәләстинлик һайатидин айрилған, 58 пәләстинлик йариланған.
шуниң билән, исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан һуҗумлирида һайатидин айрилған пәләстинликләрниң сани 34 миң 943 кә, йариланғанларниң сани болса 78 миң 572 гә йәткән.