америкада хусусий айропилан чүшүп кетип 5 киши қаза қилди

америкада бир хусусий айропилан чүшүп кетип, 5 киши қаза қилди.

2113594
америкада хусусий айропилан чүшүп кетип 5 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  вирҗинийә иштатлиқ сақчи идарисиниң байанатида, «IAI Astra 1125» типлиқ қош моторлуқ хусусий айропиланниң вирҗинийә иштатиға қарашлиқ бат районида чүшүп кәткәнлики уқтурулди.

байанатта, айропилан чүшүп кәткәндин кейин,от апити йүз бәргәнлики, айропиландики бир кчик балини қошқанда, җәмий 5 кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

федератсийә авийатсийә башқуруш идарисиму өзлириниң дөләтлик қатнаш бихәтәрлик идариси билән бирликтә вәқәни тәкшүридиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر