иштиййә: әдлийә сотиниң қарари исраилийәниң җазадин қечиш мусаписигә хатимә бәрди

пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә хәлқара әдлийә сотиниң тел авив үстидин сунулған ирқий қирғинчилиқ делоси тоғрисидики вақитлиқ алдини елиш тәдбирлири қарариниң исраилийәниң «җазадин қечиш мусаписигә хатимә бәргәнлики»ни оттуриға қойди.

2094125
иштиййә: әдлийә сотиниң қарари исраилийәниң җазадин қечиш мусаписигә хатимә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә хәлқара әдлийә сотиниң қарари тоғрисида йазма байанат елан қилип: «бу қарар исраилийәниң җазадин қечиш мусаписиниң хатимиси болуп, исраилийәни қоллаватқан дөләтләрни исраилийәгә йардәм беришни тохтитишқа мәҗбурлаштин дерәк бериду» деди вә сөзини давамлаштуруп, хәлқара әдлийә сотиниң ғәззәдики рәһимсизлик вә паҗиәни нәзәрдә тутуп, дәрһал уруш тохтитишни қарар қилишини үмид қилидиғанлиқини вә исраилийәни җавабкар орундуқиға олтурғузулушиниң әһмийитини тәкитлиди.

исраилийәниң ғәззәдики киризисниң җавабкари икәнликини билдүргән иштиййә, хәлқара җәмийәтни ғәззәгә җиддий инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүп берилишигә рухсәт қилиши үчүн, исраилийәгә бесим ишлитишкә чақирди.

иштиййә җәнубий африқа җумһурийитиниң пәләстин хәлқигә тутқан позитсийәсигә рәһмәт ейтти вә җәнубий африқаниң ақиланилик билән һәрикәт қилип, исраилийәниң пәләстин хәлқигә қарши садир қилған җинайәтлири үстидин сотқа әрз сунди.

җәнуби африқа җумһурийити 2023 -йили 29 декабир исраилийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1948-йилидики ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамисигә хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүрүп, хәлқара әдлийә сотиға әрз сунди.

җәнубий африқа ғәззә вәзийитиниң җиддийлики сәвәбидин хәлқара әдлийә сотидин вақитлиқ тәдбирләрни йолға қойуш тоғрисида һөкүм чиқиришни тәләп қилди, мәһкимә 11-, 12- йанвар күнлири лаһәйдики тинчлиқ сарийида алдини елиш тәдбирлири тоғрисида испат аңлаш соти ачти.

мәһкимә, 26-йанвар тәдбир қарари мақуллап, исраилийәниң ирқий қирғинчилиқ әһдинамисиниң 2-маддисида көрситилгән қилмишларниң садир қилинмаслиқи үчүн қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситиш билән бирликтә, дәрһал армийәсиниң мәзкур маддида көрситилгән қилмишларни садир қилишиниң алдини елиш тәдбирлирини йолға қойушиға һөкүм қилди.

ғәззәдики пәләстинликләргә қарши ирқий қирғинчилиқ садир қилишқа чақиришларниң алдини елиш, уларға тосқунлуқ қилиш вә садир қилғучиларни җазалаш үчүн барлиқ зөрүр тәдбирләрни қоллинишқа қарар қилған хәлқара әдлийә соти, исраилийәни дәрһал вә үнүмлүк тәдбир қоллинип, ғәззәдики пәләстинликләр дуч кәлгән пассип турмуш шараитиға хатимә беришкә һөкүм қилди. һәмдә қарар йолға қойулғандин башлап бир ай ичидә, исраилийәниң иҗра қилинған барлиқ тәдбирләр һәққидә сот мәһкимисигә доклат сунушини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر