җосеп боррел исраилийәниң рифаһқа қилған һуҗумиға наразилиқ билдүри

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел «рафаһта пуқраларни бихәтәр болмиған җайларға көчүшкә зорлашни қәтий қобул қилғили болмайдиған» лиқини  билдүрди.

2138418
җосеп боррел исраилийәниң рифаһқа қилған һуҗумиға наразилиқ билдүри

түркийә авази радийоси хәвири: боррел өзиниң X һесабида исраилийә қуруқлуқ һуҗумини башлиған ғәззәниң рафаһ райони һәққидә йазма һәмбәһирлиди.

боррел йазмисида исраилийәниң хәлқара қанун бойичә пуқраларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш мәҗбурийити барлиқини әскәртип, «пуқраларни рафаһниң бихәтәр болмиған районлириға көчүшкә мәҗбурлашни қәтий қобул қилғили болмайду» деди.

боррел исраилийәгә «рафаһқа қуруқлуқ һуҗуми қилмаслиқ» чақириқини қайта тәкитләп, «бу аллибурун еғирлашқан инсанпәрвәрлик киризисини техиму еғирлаштурувитиду» деди.

исраилийә қисимлири 7- май әтигәндә рафаһ райониға қуруқлуқ һуҗуми башлап, ғәззәниң мисирға ечиветилгән рафаһ чегра еғизиниң пәләстин тәрипини алқиниға чүшүргәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر