фирансийә исраилийәниң рафаһқа қилған қуруқлуқ һуҗумини әйиблиди

фирансийә ташқи ишлар министирлиқи исраилийәниң рафаһқа қилған қуруқлуқ һуҗуми тоғрисида байанат елан қилди.

2138463
фирансийә исраилийәниң рафаһқа қилған қуруқлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң исраилийәниң 7 - майда рафаһқа қилған қуруқлуқ һуҗумини әйиблигәнлики билдүрүлгән байанатта,  буниң қанчилиған қетим көчүшкә мәҗбурланған ғәззә пуқралири үчүн апәт характерлик вәзийәт шәкилләндүридиғанлиқи алаһидә тәкитлинип, «ғәззәдә пуқралар үчүн һечқандақ бихәтәр йәр йоқ» дейилди һәмдә  исраилийә бу қуруқлуқ һуҗумини ахирлаштурушқа чақириқ  қилинди.

байанатта, исраилийәдин қайта музакирә йолиға қайтип келиши тәләп қилинди вә буниң әсирләрни қойуп бериш шундақла мәңгүлүк уруш тохтитишқа капаләтлик қилишниң бирдинбир йоли икәнлики тәкитләнди.

байанатта, фирансийәниң исраилийәдин мисир чеграсидики рафа чегра еғизини дәрһал ечишини тәләп қилғанлиқи, бу еғизниң районға инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүштә интайин муһим икәнлики оттуриға қойулди.

байанатта йәнә, исраилийәдин пуқраларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн барлиқ ишларни қилиш вә инсанпәрвәрлик йардиминиң ғәззәгә йетип баралишиға капаләтлик қилиш тәләп қилинди.

фирансийә қанунсиз йәһудий көчмәнләрниң 7 - майдиму иорданийәниң инсанпәрвәрлик йардәм әтритигә қилған һуҗумни әйиблигәнлики билдүрүлгән байанатида , исраилийә даирилиридин қанунсиз йәһудий көчмәнләрниң зораванлиқини тохтитиш тәләп қилинди.

байанатта, фирансийәниң кәрәм әбу салим чегра еғизиға қилинған һуҗумни әйиблигәнлики уқтурулди.

исраилийә қисимлири 7 – май әтигәндә рафаһ райониға қуруқлуқ һуҗуми башлап, ғәззәниң мисирға ечиветилгән рафа чегра  еғизиниң пәләстин тәрипини ишғалийәт астиға алғанлиқлирини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر