ши: тәйвәнниң хитай билән бирлишиши муқәрәр йүзлиниш

хитай дөләт рәиси ши җинпиң тәйвәнниң хитай билән бирлишишиниң «муқәрәр йүзлиниш» икәнликини қәйт қилди.

2081275
ши: тәйвәнниң хитай билән бирлишиши муқәрәр йүзлиниш

түркийә авази радийоси хәвири: ши җинпиң мазедуң туғулғанлиқиниң 130-йиллиқини хатириләш мунасивити билән хәлқ чоң сарийида өткүзүлгән йиғилишта сөз қилип, тәйвән мәсилиси үстидә тохталди.

у хитайниң қайтидин бирлишишини «муқәрәр йүзлиниш», «хитайниң һәққаний дәваси» вә «хитай хәлқниң арзуси» дәп атап: «ана вәтинимиз қайтидин бирлишиши керәк, әлвәттә қайтидин бирлишиду» деди.

у тәйвәнни хитайдин айримақчи болғанларни «қайси шәкилдә болушидин қәтийнәзәр тосидиғанлиқлири» ни билдүрди.

ши җнпиңниң тәйвәндә 2024-йилиниң бешида өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимидин илгири бу сөзләрни қилиши алаһидә диққәт қозғиди.

бейҗиң тәйвәндә һакимийәт бешидики демократик илгириләш партийәси(DPP)  ниң пирезидент намзати вә һазирқи муавин пирезидент ләй чиңтени «мустәқиллиқ тәрәпдари» вә «бөлгүнчи» сүпитидә көриду.

демократик илгириләш партийәси сайламда ғәлибә қилған әһвалда тәйвән билән хитай оттурисидики ихтилапниң техиму улғийидиғанлиқи тәхмин қилиниду.

хитайда иккинчи дунйа урушидин кейин, җйаң җейши рәһбәрликидики хитай милләтчи партийәси (гоминдаң) билән мавзедуң рәһбәрликидики хитай компартийәси күчлири арисида чиққан ички урушта ғәлибә қилған коммунистлар, 1949-йили 1-өктәбир хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлиған иди.

ички урушта мәғлуб болған милләтчи хитайлар 1912-йили қурулған «хитай җумһурийити» ниң һакимийәт аппаратлирини тәйвәнгә йөткигән иди.

хитай хәлқ җумһурийити өзиниң бир парчиси икәнликини илгири сүридиған тәйвән, 1949-йилдин бери әмәлийәттә мустәқил болуп кәлмәктә.

бейҗиң тәйвәнниң чоң қуруқлуқ билән қайтидин бирлишиши үчүн зөрүр тепилғанда күч ишлитиштин йанмайдиғанлиқини базарға селип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر