сулливан исраилийәдә зийарәттә болиду

америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җек сулливан исраилийәниң һуҗумлири давамлишиватқан ғәззә райониниң вәзийити вә райондики өзгиришләр һәққидә музакирә елип бериш үчүн исраилийәдә зийарәттә болиду.

2076438
сулливан исраилийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта көрситилишичә, америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җек сулливан 14 – 15 – декабир күнлири исраилийәдә зийарәттә болидикән, һәмдә зийарити даирисидә исраилийә пирезиденти исһақ һерзог вә исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу билән көрүшидикән.

исраилийәниң ғәззә районида давамлаштуруватқан һуҗумлири түпәйли пуқраларниң өлүш-йарилиниш вәқәлири көпийиватқан вә инсаний тирагедийә барғансери еғирлишиватқан бир пәйттә исраилийәгә қилидиған зийарити давамида, сулливанниң байдин һөкүмитиниң бу мәсилиләргә қарита позитсийәсини йәнә бир қетим исраилийә тәрәпкә йәткүзүши күтүлмәктә икән.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин түнүгүн (13-декабир) елан қилған  байанатида, исраилийәниң ғәззә районини «қалаймиқан бомбардиман қилиши» сәвәбидин дунйаниң қоллишини йоқитип қойушқа башлиғанлиқини вә исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң киризисқа узун муддәтлик һәл қилиш чариси тепиш үчүн һөкүмитини қайтидин өзгәртип тәшкил қилиши керәкликини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر