пакистанда аптомобил бомба һуҗуми вә тоқунушлар йүз бәрди

пакистанниң хәйбәр пахтонхва өлкисидә һәм аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди һәмдә қораллиқ унсурлар билән бихәтәрлик қисимлири оттурисида тоқунушлар чиқти.

2075675
пакистанда аптомобил бомба һуҗуми вә тоқунушлар йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң хәйбәр пахтонхва өлкисидики бир бихәтәрлик орнида йүз бәргән аптомобил бомба һуҗуми вә дәра исмаил хан районидики бир бихәтәрлик орнида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта, 25 әскәр һайатидин айрилди, 27 қораллиқ унсур бир тәрәп қилинди.

пакистан армийәси байанат елан қилип, хәйбәр пахтонхва өлкисиниң афғанистан билән чегралинидиған дәра исмаил хан районидики бир бихәтәрлик нуқтисида бүгүн әтигән аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 23 әскәрниң һайатидин айрилғанлиқини, вәқәдин кейин йүз бәргән тоқунуш җәрйанида, алтә қораллиқ унсурниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

байанатта, партлаш нәтиҗисидә йеқин әтраптики бир бинаниң йеқилип чүшүп, қаза қилғанлар саниниң көпийишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи, харабилик астида йариланған кишиләрниң барлиқи қәйт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, пакистан бихәтәрлик қисимлириниң дәра исмаил хан райониниң даразинда вә кулачи шәһәрлиридә қораллиқ унсурларға зәрбә бериш һәрикити елип барғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, икки тәрәп оттурисида даразинда йүз бәргән тоқунушта 17 қораллиқ унсурниң бир тәрәп қилинғанлиқи, кулачидики тоқунушта болса, икки әскәрниң һайатидин айрилғанлиқи, төт қораллиқ унсурниң уҗуқтурулғанлиқи җәзмләштүрүлди.

пакистан армийәси қораллиқ унсурларниң қайси тәшкилатқа әза икәнлики тоғрисида мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر