стенмеер қатар айродурумида йерим саәт сақлитилди

германийә пирезиденти фиранк валтер стейнмейерниң төт күнлүк оттура шәрқ зийаритиниң ахирқи бекити қатарда айропиланда йерим саәт сақлитип қойулғанлиқи илгири сүрүлди.

2071017
стенмеер қатар айродурумида йерим саәт сақлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, стейнмейер түнүгүн айропилан билән доһа айродурумиға қонған, әмма айродурумда уни күтүвалидиған қатар әмәлдари болмиғачқа, йерим саәт әтрапида сақлашқа мәҗбур болған.

иҗтимаий таратқулардики көрүнүшләрдә, стейнмейерниң айропиланниң чиқиш еғизи алдида сақлап турғанлиқини көргили болиду.

стейнмейерниң сақлитилиши қатарниң германийәниң ғәззә сийаситигә болған наразилиқини арқа көрүнүш қилиши мумкин, дегән анализларниң оттуриға чиқишиға сәвәб болди.

стейнмейерниң рәпиқиси елке бүнденбердер вә башқа вәкилләр өмикиниң айропиландин бурунла чүшүп кәткәнлики тәкитләнди.

қатарниң ташқи ишларға мәсул дөләт ишлири министири султан бин сәид ал мурәйхи тәрипидин күтүвелинған стейнмейерниң, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани билән өткүзидиған учришишиға дәл вақтида йетип барғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر