<BBC> «қаймуқтуруш характерлиқ ениқлима» ишләткәнликини етирап қилди

әнгилийә ахбарат оргини , пәләстин мәсилисигә мунасивәтлик «қаймуқтуруш характерлиқ ениқлима» ишләткәнликини наразилиқлар күчәйгәндин кейин етирап қилди.

2052125
<BBC> «қаймуқтуруш характерлиқ ениқлима» ишләткәнликини етирап қилди

түркийә авази радйоси хәвири: әнгилийәдә пәләстинни қоллап өткүзүлгән намайишларға қарита «һамасни қоллаш йуриши» дәп ениқлима ишләткән әнгилийә ахбарат оргини <BBC>, наразилиқлар күчәйгәндин кейин «қаймуқтуруш характерлиқ ениқлима» ишләткәнликини етирап қилди.

<BBC> ниң күндүзлүк хәвәрлиридә әнгилийә миқйасидики пәләстинни қоллаш намайишиға қарита «һамасни қоллаш йүриши» дәп енқлима ишлитиши  қаттиқ наразилиқ қозғиған иди.

қаттиқ тәнқидләрдин кейин, <BBC> ниң диктори шу йәрниң вақти 18:00 әтрапида башланған порограммида, «һамасни қоллаш йүриши» дегән ениқлима үстидә тохтилип  мундақ деди:

«биз әнгилийә миқйасида өткүзүлгән вә кишиләр һамасни қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән намайишларни тилға алған идуқ. буниң сәләбий ениқлима болғанлиқини вә пәләстинни қоллайдиған намайишлар һәққидә қаймуқтуруш характерлиқ ениқлима болғанлиқини етирап қилимиз»

әнгилийә миқйасида алдинқи һәптәниң ахири нурғун шәһәрләрдә онмиңлиған киши пәләстингә һәмдәм болидиғанлиқини көрситиш мәқситидә нурғун қетим намайиш өткүзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر