малайшийа һөкүмити пәләстингә 1 милйон риңгит йардәм қилидиған болди

малайшийа һөкүмити исраилийә билән һамас оттурисида йүз бәргән тоқунуш вә зораванлиқ вәқәлиридин кейин, пәләстинликләр үчүн қурулған инсанпәрвәрлик йардәм фондиға 1 милйон малайшийа риңгити (тәхминән 211 миң доллар) йөткәшни қарар қилди.

2048891
малайшийа һөкүмити пәләстингә 1 милйон риңгит йардәм қилидиған болди

түркийә авази радйоси хәвири: малайшийа һөкүмити исраилийә билән һамас оттурисида йүз бәргән тоқунуш вә зораванлиқ вәқәлиридин кейин, ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин пәләстинликләр үчүн қурулған инсанпәрвәрлик йардәм фондиға 1 милйон малайшийа риңгити (тәхминән 211 миң доллар) йөткәшни қарар қилди.

малайшийа муавин баш министири әһмәд заһид һамиди мәзкур йардәм соммисиниң охшимиған саһәләрдә җиддий йардәмгә моһтаҗ пәләстин хәлқи үчүн малайшийаниң инсанпәрвәрлик йардими даирисидә ташлиған «тез» қәдими икәнликини билдүрди.

әһмәд заһид, «һөкүмәт пәләстинликләргә йардәм бериш мусаписини имканқәдәр тезлитиду» деди.

әһмәд заһид малайшийа парламенти (диван ракйат) әзалирини пәләстин фондиға һәссә қошушқа чақирди вә малайшийаниң барлиқ районлуқ вә хәлқаралиқ органлирини шундақла аммивий тәшкилатлирини «тездин» алаһидә йиғин чақиришқа йаки йиғилишларни өткүзүшкә тәклип қилидиғанлиқини тәкитлиди.

түнүгүн 17 парламент әзасиниң қатнишиши билән малайшийа парламенти (диван ракйат) да пәләстинликләрниң земини вә һоқуқини зионист һакүмранлиқидин қайтурувелиш күришини қоллаш мәқситидә һәр хил тәклип вә пикирләр оттуриға қойулидиған йиғин чақирилған иди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадиси 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етиш билән биргә, қораллиқ гуруппиларму иесраилийәниң олтурақ районлириға бесип киргән иди.

исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә райониға қарита «төмүр қилич» һәрикити башлиғанлиқини  елан қилған иди.

күнсери кәскинлишиватқан туқунушта һәр икки тәрәптин йүзлигән киши қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر