американиң флорида ишатида җиддий һаләт елан қилинди

америка президенти җо байдин йеқинлап келиватқан идалийә борининиң еғир тәсир көрситиш еһтималиға қарши, флорида ишатида җиддий һаләт елан қилиш қарарини тәстиқлиди.

2030450
американиң флорида ишатида җиддий һаләт елан қилинди

түркийә авази радйоси хәвири: ақсарайниң йазма байанатида, байдинниң «2023-йили 27-авғусттин башлап иссиқ бәлбағ идалийә боринидин келип чиққан җиддий һаләт шараити сәвәбидин иштат, қәбилә вә йәрликләрниң арилишишини қоллап-қуввәтләйдиған федератсийә йардәм буйруқини тәстиқлиғанлиқи» билдүрүлди.

байанатта, «пирезидентниң бу қарари дөләт ички бихәтәрлик министирлиқи федератсийә җиддий һаләт башқармиси (FEMA) ға, җиддий һаләтниң йәрлик аһалиләргә елип кәлгән азаб-оқубәт вә қийинчилиқларни пәсәйтиш үчүн барлиқ апәттин қутқузуш хизмәтлирини маслаштуруп, зөрүр болған йардәмләрни қилиш һоқуқи бериду» дейилди.

америкада 2024-йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимиға, җумһурийәтчиләр партийәсидин намзат болған  флорида валийси рон десантис, апәткә айлиниш еһтимали болған боран сәвәбидин сайлам сәпәрвәрлик хизмәтлирини вақтинчә тохтатти.

рон десантис сайлам сәпәрвәрлик гурупписи арқилиқ һәмбәһрлигән уқтурушта, иштатта йеқинлишип қалған апәткә қарши тәййарлиқ қилиш үчүн сайлам сәпәрвәрлик хизмитини тохтатқанлиқини билдүрди.

идалийә борининиң 30-авғуст (2023) чаршәнбә күни әтигән тәрәптә флорида деңиз қирғиқиға йетип баридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر