русийә украинадики нишанларға зәрбә бәрмәктә икән

русийә дөләт мудапиә министирлиқи украинадики һәрбий қарар чиқириш мәркизигә зәрбә бәргәнликлирини елан қилди.

2028830
русийә украинадики нишанларға зәрбә бәрмәктә икән
ukrayna asker.jpg
İgor Konaşenkov.jpg
ukrayna.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси игор конашенков пайтәхт москвада 23-авғуст (2023) русийә армийәсиниң украинадики һәрбий һәрикәтлири тоғрисида байанат елан қилди.

у украинадики бәзи нишанларға зәрбә бериватқанлиқлирини билдүрүп: «бүгүн кәчтә, русийә қораллиқ қисимлири һавадин қойуп берилгән йирақ мусапилиқ йуқири ениқлиқтики башқурулидиған бомба билән украинадики һәрбий қарар чиқириш мәркизигә зәрбә бәрди. һуҗум мәқситигә йәтти» деди.

у шу күни украина армийәсиниң запорижйа вә донетсктики һуҗумлириниң мувәппәқийәткә еришәлмигәнликини, бүгүнгичә украина армийәсиниң 462 айропилани, 246 тик учари, 6012 данә учқуси, 433 данә һава қалқан системиси, 11 миң 476 танка вә биронивеки, 1144 ракета атар, 6 миң 24 йирақ мусапилиқ зәмбирики вә минамийоти, 12 миң 408 данә һәрбий аптомобилиниң пачақлап ташланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر