володимир зеленский данийәдә зийарәттә болди

украина пирезиденти володимир зеленский данийә парламент әзалириниң «русийәниң ишғалийитигә қарши күрәштә» украинаға йардәм қилғанлиқи үчүн рәһмәт ейтти.

2027499
володимир зеленский данийәдә зийарәттә болди

түркийә авази радйоси хәвири: пирезидент зеленский данийә пайтәхти копенһагенда парламент әзалириға сөзлигән нутуқида: «әгәр украина (русийәгә қарши)  ғәлибә қилалмиса, росийәгә қошна барлиқ дөләтләр тәһдит астида қалиду» деди.

зеленский украинани «зомигәрлик» кә қарши ғәрбниң әркинлик вә демократийә қиммәт қаришини қоғдайдиған дөләт дәп тәриплиди вә  русийәниң чоң һәрбий күчини дөләттин қоғлап чиқириш үчүн украинаниң йетәрлик дәриҗидә қоралландурулуши керәкликини тәкитлиди.

данийә төт айдин алтә айғичә давамлишидиған учқучиларни тәрбийәләш хизмити тамамланған һаман америкада йасалған 19 данә F-16 уруш айропиланини йил ахириғичә украинаға йәткүзүп беришкә вәдә бәргән иди.

зеленский түнүгүн (21-авғуст) телеграмма адресида елан қилған йазмисида, голландийә вә данийәдин җәмий 61 данә F-16 уруш айропилани алидиғанлиқини ейтқан иди.

америка F-16 уруш айропиланини украинаға йәткүзүп бериш үчүн голландийә вә данийәгә йешил чирағ йаққандин кейин, зеленский голландийәни зийарәт қилип, түнүгүн данийәгә йетип барған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر