америка уйғур мәҗбурий әмгики қануни рамкисида 26 ширкәтниң маллирини чәклиди

америка һөкүмити уйғурларни өз ичигә алған милләтләр мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи үчүн, 26 хитай ширкитиниң мәһсулатлирини чәклиди.

2140697
америка уйғур мәҗбурий әмгики қануни рамкисида 26 ширкәтниң маллирини чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, «уйғур мәҗбурий әмгкиниң алдини елиш қануни» (UFLPA) рамкисида йәнә, 26 хитай тоқумчилиқ ширкитиниң ембарго тизимликигә елинғанлиқини билдүрди.

байанатта, 17-майдин тартип мәзкур ширкәтләр ишләпчиқарған малларниң америкаға киришиниң чәклинидиғанлиқи әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«бу тәдбирләр, американиң тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәкни йоқитиш вә уйғур аптоном районида уйғурлар билән башқа динға етиқад қилидиған милләтләргә қарши давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ һәмдә инсанийәткә қарши җинайәтләрни сүрүштә қилишни илгири сүрүшниң бир қисми сүпитидә йолға қойулмақта.»

«уйғур мәҗбурий әмгкиниң алдини елиш қануни» 2021-йилниң ахирида рәсмий қанунға айланғандин буйан чәкләнгән ширкәтләр тизимликигә 65 ширкәтниң киргүзүлгәнлики қәйт қилинған байанатта, мәзкур ширкәтләрниң кийим-кечәк, йеза игилики, пластик, химийәлик мадда, батарийә, аилә електир үскүнилири, аилә әшйалири вә йемәк-ичмәк тетитқулири қатарлиқ санаәт саһәлиригә четилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر