ливийәдики ички тоқунушта қаза қилғанларниң сани  27 гә йәтти

ливийәниң пайтәхти тириполида икки күн давамлашқан тоқунушта 27 киши қаза қилип, 106 киши йариланди.

2025093
ливийәдики ички тоқунушта қаза қилғанларниң сани  27 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә дөләтлик биринчи йардәм вә қоллаш мәркизиниң байанатида, ливийә пирезидентлиқ кеңишиниң башқурушидики җинайәт вә террорлуққа қарши күрәш бөлүми «рада» билән миллий иттипақлиқ һөкүмити қармиқидики «444 -биригада» оттурисида йүз бәргән тоқунушта, 27 кишиниң җендин айрилғанлиқи вә 106 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди. тоқунушниң сәвәби тоғрисида һечқандақ рәсмий байанат елан қилинмиди.

әмма ливийә мәтбуатлирида «444 - биригада» ниң қомандани мәһмуд һәмзаниң «рада» тәрипидин назарәткә елинишиниң, тоқунушниң пилтисиға от йаққанлиқи хәвәр қилинған иди.

ливийә миллий иттипақлиқ һөкүмити икки күн давамлашқан тоқунуштин кейин, уруш тохтитиш елан қилинғанлиқини җакарлиди. «рада» вә «444 - биригада» дөләтниң ғәрбидә мәвҗут болуп туруватқан әң күчлүк икки чоң хәлқ әскәрлири гурупписи дәп қарилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر