данийә ташқи ишлар министири қуранға қилинған һуҗумлар үчүн кәчүрүм сориди

данийә ташқи ишлар министири ларс локке расмуссен пайтәхт копенһагенда бир қисим ислам дөләтлириниң әлчиханилири алдида қуранға қилинған һуҗумлар үчүн кәчүрүм сориди.

2024407
данийә ташқи ишлар министири қуранға қилинған һуҗумлар үчүн кәчүрүм сориди

түркийә авази радйоси хәвири: алҗирийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, данийә ташқи ишлар министири расмуссен алҗирийәлик мәнсәпдиши әһмәд атаф билән телефонда көрүшкән.

сөһбәттә данийә министири алҗирийәниң копенһагендики баш әлчиханиси қатарлиқ бир қисим ислам дөләтлириниң әлчиханилири алдида қуран кәримни көйдүрүштәк җинайәт долқуниниң әвҗ елишидин азабланғанлиқи билдүрүп, кәчүрүм сориған.

министир расмуссен бу һәрикәтләрни қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп, мәзкур һуҗумларниң данийә җәмийитиниң кәң қорсақлиқ әнәнисигә пүтүнләй зит келидиғанлиқини ейтқан.

расмуссен йәнә әһмәд атафқа данийә һөкүмитиниң бу һуҗумларға хатимә беришни мәқсәт қилған қанун лайиһисигә ахирқи өзгәртишләрни  киргүзүватқанлиқи һәққидә мәлумат берип, бу қанун лайиһисиниң парламентқа сунулидиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر