судан армийәси пирезидентлиқ мәһкимисини бомбардиман қилди

судан армийәси апрел ейи (2023) дин тартип тоқунушуватқан тез йардәм қилиш қисимлири орунлашқан, пайтәхт хартумдики пирезидентлиқ мәһкимисини һавадин бомбардиман қилди.

2021038
судан армийәси пирезидентлиқ мәһкимисини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: судан бихәтәрлик мәнбәлиридин вә вәқәни өз көзи билән көргән гуваһчилардин елинған мәлуматларға асасланғанда, судан армийәси апрел ейидин буйан тез йардәм қилиш қисимлириниң контроллуқида туруватқан пирезидентлиқ мәһкимиси ичидики нуқтиларни тунҗи қетим һавадин бомбардиман қилған.

судан армийәси йәнә, хиартум билән ғәрбтики умдурман вә шималдики бәһри шәһиридики тез йардәм қилиш қисимлириниң һәрбий нуқтилириниму топ оқлири билән бомбардиман қилған.

судан армийәси шәнбә күни (5-авғуст) пайтәхт хартумниң җәнубиға җайлашқан машнилашқан қисимлар қоманданлиқ иштабиниң әтрапидики тез йардәм қилиш қисимлириниң нуқтилириға қилған һуҗумда, онларчә тез йардәм қилиш қисми җәңчилириниң өлтүрүлгәнликини, 10 данә һәрбий аптомобилниң пачақлап ташланғанлиқини уқтурған иди.

бу җәрйанда, америка, норвегийә вә әнглийә судандики тәрәпләрни дәрһал уруш тохтитишқа чақирди.

судан армийәиси билән тез йардәм қилиш қисимлири оттурисида 100 күндин артуқ вақиттин буйан тоқунушлар давам қилмақта. тоқунушлар асаслиқи пайтәхтниң әтрапи, болупму дөләтниң ғәрбидә кәскин болмақта.

бу тоқунушлар да, 3 миңдин артуқ киши җенидин айрилди, онмиңларчә киши йариланди. тәхминән 4 милйон киши йурт-маканлиридин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر