кирби: путин қийин әһвалда

америка ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңиши истратегийәлик учур-алақә кординатори җон кирби күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида сергей шойгуниң шималий корейә зийарити үстидә тохталди.

2016886
кирби: путин қийин әһвалда

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңиши истратегийәлик учур-алақә кординатори җон кирби мухбирниң русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгуниң шималий корейә зийарити тоғрисидики соалиға җаваб бәрди.

у: «путин мудапиәдә тәминләш вә қорал-йарағ мәсилисигә дуч кәлгәнликини, армийәсиниң пайдисиз әһвалда икәнликини билиду. шуңа, йардәм қолға кәлтүрүшкә тиришиватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر