G7 дөләтлири украина тоғрисидики бирләшмә байанатқа қошулди

G7 дөләтлири (америка, канада, германийә, әнглийә, фирансийә, италийә, йапонийә) шималий атлантик әһди тәшкилати-нато башлиқлар йиғининиң бир қисми сүпитидә украинани қоллашниң бихәтәрлик рамкисини оттуриға қойған бирләшмә байанатқа қошулди.

2010809
G7 дөләтлири украина тоғрисидики бирләшмә байанатқа қошулди

түркийә авази радийоси хәвири: G7 дөләтлири литванийәниң пайтәхти вилнйуста өткүзүлгән нато башлиқлар йиғини даирисидә украинани қоллап бирләшмә байанат елан қилди.

байанатта, G7 дөләтлириниң әркин, мустәқил, демократик вә игилик һоқуқлуқ украинаниң хәлқарада етирап қилинған чегралири ичидә өзини қоғдийалайдиған вә кәлгүсидики һуҗумларниң алдини алалайдиған истратегийәлик нишаниға болған тәврәнмәс вәдилири йәнә бир қетим тәкитләнди.

байанатта, «биз украинаниң бихәтәрликиниң йавро-атлантик райони бихәтәрликиниң айрилмас бир қисми икәнликини қайта тәкитләймиз. русийәниң украинаға қанунсиз вә йолсиз таҗавуз қилиши, хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрликигә тәһдит, хәлқара қанунға очуқ-ашкара хилаплиқ қилиш, G7 ниң бихәтәрлик мәнпәәтигә мас кәлмәйдиған һәрикәт дәп қарилиду» дейилди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«қанчилик давамлишишидин қәтийнәзәр, биз русийәниң таҗавузчилиқиға қарши өзини қоғдиған украинани қоллаймиз. бизниң ортақ демократик қиммәт қаришимиз вә мәнпәәтимиз, һәммидин муһими б д т низамнамәсигә, земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқи пиринсиплириға һөрмәт қилған һалда  украинани  һәр вақит бирликтә қоллаймиз.»

байанатта, һәр бир G7 дөлитиниң украина билән конкрет, икки тәрәплик, узун муддәтлик бихәтәрлик вәдилири вә орунлаштурушлири бойичә тиришчанлқ көрситидиғанлиқи қәйт қилиниш билән биргә, украинани қоғдийалайдиған вә кәлгүсидә русийәниң һуҗумлирини тосийалайдиған сиҗил күч билән тәминләш тоғрисида бирдәклик һасил қилинғанлиқи тәкитләнди.

байанатниң ахирида, украинаниң уруш сәвәбидин келип чиққан муһим еһтийаҗлирини қамдаш үчүн иқтисадий вә техника җәһәттин йардәм қилинидиғанлиқи, украинаниң ортақ бихәтәрликигә актип төһпә қошуш, ортақ йардәмгә мунасивәтлик очуқ-ашкарилиқ вә җавабкарлиқни сүрүштүрүш тәдбирлирини күчәйтиш тоғрисида вәдиләрниң берилгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, украинаниң вәдилиригиму алаһидә орун аҗритилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر