столтенберг шиветсийә вә украинаниң натоға әза болуш мәсилиси тоғрисида тохталди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг 11-, 12 – ийул күнлири ечилидиған нато башлиқлар йиғиниғичә шиветсийәниң натоға әза болушиниң мумкинликини, әмма униңға капаләтлик қилалмайдиғанлиқини ейтти.

2000241
столтенберг шиветсийә вә украинаниң натоға әза болуш мәсилиси тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: йенс столтенберг белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато баш иштабида өткүзүлгән натоға әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири йиғинидин илгири мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у шиветсийәниң натоға әза болушиниң вилнйус башлиқлар йиғиниға ишқа ашидиған йаки ашмайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип, түркийә, шиветсийә вә финландийә оттурисидики даимий бирләшмә механизми йиғининиң түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә иҗабий кәйпийат ичидә өткүзүлгәнликини, шиветсийәниң бултурқи мадрид башлиқлар йиғинида мақулланған үч тәрәп келишимидики вәдисини орундиғанлиқини ейтти.

«түркийәниң орунлуқ бихәтәрлик әндишилири бар. натониң һечқандақ бир иттипақдиши террорлуқниң зийиниға түркийәчилик учрап бақмиди» дегән баш катип йенс столтенберг сөзини давамлаштуруп: «шиветсийә вилниус башлиқлар йиғиниғичә әза болуши мумкин, әмма мән униңға капаләтлик қилалмаймән. биз шиветсийәниң балдуррақ әза болушиға капаләтлик қилиш үчүн тиришиватимиз. бу даиридә, мән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған көрүшкәнликимдин вә бу һәптә даимий механизм йиғининиң ечилғанлиқидин хушалмән» дегәнләрни қәйт қилди.

нато баш катипи столтенберг «USA Today» гә бәргән байанатида, украинани нато әзалиқиға тәклип қилиш мәсилисини вилнйуста өткүзүлидиған нато башлиқлар йиғинида күнтәртипкә кәлмәйдиғанлиқини ейтти.

у украина үчүн әң тәхирсиз ишниң урушта ғәлибә қилиш икәнликини тәкитләп, келәр ай өткүзүлидиған нато башлиқлар йиғинида, украинаға берилидиған конкрет йардәмләр тоғрисида йеңи қарарларниң чиқирилишини күтүватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر