шивийетсарийәдә әрдоған вә түркийә байриқиға қарши иғвагәрчилик қилинди

шивийетсарийәниң зурих шәһиридә дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә байриқиға қарши иғвагәрчилик қилиш намайиши өткүзүлди.

1999896
шивийетсарийәдә әрдоған вә түркийә байриқиға қарши иғвагәрчилик қилинди

 түркийә авази радийоси хәвири : шивийетсарийәдә «зурих  инқилабий һәрикәт коллектипи» намлиқ гуруппа зурих шәһиридики UBS банкисиниң алдида җумһур рәис әрдоғанға охшайдиған қорчақ вә түркийә байриқини көйдүрди.

шивийетсарийәдики миңлиған кишиләр тәшкиллигән «айаллар һоқуқини қоғдиғучиларниң иш ташлиши» намайишиға сиңип киргән бу гуруппа UBS банкисиниң алдида иғвагәрчилик қилиш һарписида «әрдоғанни өлтүрүң» дегән хәт йезилған вивискиниму көтүрди.

бу вивиска билән җумһур рәис әрдоғанға охшайдиған қорчақни аммиви ортақлишиш тор бети Instagram сәһиписидә һәмбәһирлигән бу гуруппа йәнә, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидиму җумһур рәис әрдоғанға охшайдиған қорчақ көйдүрүветилгән бир видеониму тарқатти.

мәлуматларға қариғанда, шивийетсарийә сақчилири бу намайиштин өзлириниң хәвәрсиз икәнликини вә рухсәтсиз өткүзүлгәнликини илгири сүргән.

бу иғвагәрчилик қилмишиға қарита, түркийәниң берн әлчиханиси вә зурих консулханисиниң шивийетсарийә федератсийә сот мәһкимилиридики наразилиқ тәшәббуслири давамлашмақта.

2017-йили 25-март күни, шивийетсарийәниң пайтәхти берндики федератсийә парламентиниң алдидики парламент мәйданида өткүзүлгән «халимаймиз» намайишида, қара тәглик вивискиға әрдоғанниң бешиға милтиқ тәңләнгән сүрити чүшүрлгән вә «әрдоғанни өлтүрүң» дегән хәт йезилған, бу вивискиниң астиға болса «өз қораллири билән» ибариси қистурулғаниди.

бу вивискини көтүргән җавабкарлар үстидин сот мәһкимисигә әрз сунулған, 2022-йили 1-айниң 18-күни башланған сотта, сотчи 9-март күни төт җавабкарни гунаһсиз дәп һөкүм чиқарғаниди.

2022-йили 8-айда, берн баш тәптиш мәһкимисиниң байанатчиси берн районлуқ сот мәһкимисидики сотта, мәзкур җавабкарлар үстидин «гунаһсиз» дәп һөкүм чиқирилишиға етираз билдүрүлүп алий сот мәһкимисигә әрз сунулғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر