вашингтон қисқа муддәтлик әнсизликкә сәһнә болди

америка пайтәхти вашингтон қисқа муддәтлик әнсизликкә сәһнә болди.

1989578
вашингтон қисқа муддәтлик әнсизликкә сәһнә болди

түркийә авази радийоси хәвири: бир кичик типлиқ йүк аптомобили шопури ақсарайниң йенидики лафайет мәйданиниң бихәтәрлик тосуқлириға соқулди.

вәқәдин кейин, бихәтәрлик қисимлири һошйарлиқни өстүрди. америка пирезиденти җо байдинни қоғдашқа мәсул мәхпий вәзипә өтигүчи хадимлар бағчини тақап, шопурни назарәт астиға алди.

вашингитон сақчилири бомба бир тәрәп қилиш машина адимидин пайдилинип йүк аптомобилини ахтурди؛ аптомобилдин партлатқуч дора йаки қорал тепилмиди.

йүк аптомобилидин бир натсистлар байриқиниң тепилғанлиқи билдүрүлгән болсиму, қолға елинған гумандарниң кимлики вә немә үчүн бу һәрикәтни садир қилғанлиқи тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر