йәмәндә йүз бәргән қистаңчилиқта 78  адәм қаза қилди

йәмәндә һусийларниң контроллуқидики сана шәһиридә нәқ пул йардими тарқитиш җәрйанида йүз бәргән қистаңчилиқта 78 адәм қаза қилди, 150 тин артуқ адәм йариланди.

1977628
йәмәндә йүз бәргән қистаңчилиқта 78  адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, роза һейт һарписида бир қисим содигәрләр хәйр-сахавәт мәқситидә пул тарқатмақчи болған.

бирақ пул тарқитиш җәрйанда қистаңчилиқ йүз берип, 78 адәм һайатидин айрилған, 150 тин артуқ адәм йариланған.

санадики ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси абдулхалиқ әләҗәриниң ейтишичә, содигәрләрниң пул тарқитиш хизмити ички ишлар министирлиқи билән мас қәдәмдә елип берилмиған, шуңа икки содигәр қолға елинған.

вәқәдин кейин, санадики дөләт хәвпсизлик күчлири нәқ мәйданға йетип берип, қистаңчилиқниң йүз бериш сәвәбини тәкшүрүшкә башлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر