еквадорда йүз бәргән 6.7 бал йәр тәврәштә 13 киши қаза қилди

җәнубий америка дөлити еквадорда йүз бәргән 6.7 бал йәр тәврәштә 13 киши қаза қилди.

1961707
еквадорда йүз бәргән 6.7 бал йәр тәврәштә 13 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: еквадор пирезидентлиқиниң тор бетидә елан қилинған балав шәһириниң шәрқий шималиға 6 киломитир келидиған җайда йүз бәргән 6.7 бал йәр тәврәшкә мунасивәтлик байанатта, 13 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә издәш - қутқузуш хизмитиниң давам қиливатқанлиқи уқтурулди.

хәтәрләрни бир тәрәп қилиш катибатлиқиниң байанатида, қаза қилиш вәқәсиниң көпинчисиниң перу чеграсидики ел оро өлкисидә йүз бәргәнлики вә 126 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

йәр тәврәштә һазирғичә 17 мәктәп, 31 сәһийә мәркизи вә 50 бина зийанға учриди, 7 бина пүтүнләй өрүлүп чүшти.

куенка, мачала вә гвайакилда бәзи биналарниң өрүлүп чүшкәнлики, қаза қилғанлар саниниң техиму ешиши мумкинлики билдүрүлди.

түнүгүн йәр йүзидин 65.7 километир чоңқурлуқта йүз бәргән йәр тәврәш, қошна дөләт перудиму һес қилинған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر