һиндистанда һәрбийләрниң минамйот оқи нишандин һалқип, үч кишиниң җениға замин болди

һиндистанда һәрбий мәшиқ җәрйанида етилған минамйот оқи нишандин һалқип, йезидики  бир өйгә чүшүши сәвәбидин үч киши җенидин айрилди.

1956744
һиндистанда һәрбийләрниң минамйот оқи нишандин һалқип, үч кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радйоси хәвири: һиндистанда һәрбий мәшиқ җәрйанида үч киши җенидин айрилди. вәқә биһар өлкисигә қарашлиқ гайа райониниң гүлваред йезисида йүз бәрди.

йеқин әтраптики һәрбий мәшиқ мәйданидин етилған минамйот оқи нишандин һалқип, йезидики бир өйиниң һойлисиға чүшти.

вәқәдә, һинди «һоли» байримини тәбрикләш үчүн ата – анисиниң зийаритигә кәлгән бир әр-айал вә қошниси җенидин айрилди, икки киши йариланди.

һиндистан армийәси бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.

мәзкур һәрбий районға йеқин җайда илгириму башқа һадисиләр йүз бәргән иди.

өткән йили мәшиқ мәйданиға йеқин җайда бир пуқра зәмбирәк чүшүши сәвәбидин җенидин айрилған иди.

декабирда (2023) йүз бәргән йәнә бир вәқәдиму, мәшиқ мәйданиға йеқин җайдин отун топлаватқан 10 киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر