америка рекорт сәвийәдики мудапиә хамчотини тәстиқлаш алдида

американиң 858 милйард долларлиқ рекорт сәвийәдики дөләт мудапиә хамчотини тәстиқлаш ишлириниң ахирқи басқучи йеқинлашти.

1919647
америка рекорт сәвийәдики мудапиә хамчотини тәстиқлаш алдида

түркийә авази радийоси хәвири: тәхминән бир һәптә илгири америка авам палатасида тәстиқланған лайиһә пилани 80 палата әзасиниң рәт қилишиға қарши 350 палата әзасиниң қоллиши билән қобул қилинған иди.

дөләт мудапиә хамчоти лайиһәси америка кеңәш палатасидиму 11 гә қарши 83 авазниң қоллиши билән мақулланди.

түркийәниң қәтий мәйдани вә дипломатик тиришчанлиқлири нәтиҗисидә лайиһәниң ахирқи нусхисида, түркийәгә «F-16» айропиланлири сетип беришни бәзи шәртләргә бағлиған маддилар чиқириветилгән иди.

америка дөләт мудапиә хамчоти пирезидент җо байдинниң тәстиқлиши билән қануний күчкә игә болиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر